җеремй рийадта зийарәттә болиду

әнглийә ташқи ишлар вәзири җеремй һантниң сәуди әрәбистан вә әрәб бирләшмә хәлипиликидә дөләт ишлири зийаритидә болидиғанлиқи билдүрүлди.

1086046
җеремй рийадта зийарәттә болиду

түркийә авази радийоси хәвири: әнглийә ташқи ишлар вәзири җеремй һантниң сәуди әрәбистан вә әрәб бирләшмә хәлипиликидә дөләт ишлири зийаритидә болидиғанлиқи, бу зийарәтниң сәуди әрәбистанлиқ журналист җәмал қашиқҗи (хашиқҗи) җинайитидин кейинки әнглийәдин рийадқа қилинидиған әң йуқири дәриҗилик зийарәт болидиғанлиқи билдүрүлди.

әнглийә ташқи ишлар вәзири җеремй һант, журналист җәмал қашиқҗиниң өлтүрүлүшиниң пәрдә арқисидики әһвалларниң ашкариланмаслиқини қобул қилишниң мумкин әмәсликини ейтти.

әнглийә ташқи ишлар вәзирлики тәрипидин елан қилинған йазма байанатта, һантниң сәуди әрәбистан вә әрәб бирләшмә хәлипиликидики зийарәтлири даирисидә падишаһ сәлман бин абдуләзиз, тәхт вариси шаһзадә муһәммәд бин сәлман, мәнсәпдеши адил әлҗубәйр билән әбу дәби сәуди әрәбистан тәхт вариси шаһзадиси муһәммәд бин зайид, йәмән муавин пирезиденти әли муһсин салиһ вә йәмән ташқи ишлар министири халид әлйәмани қатарлиқлар билән көрүшидиғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر