иран өзи йасап чиққан һава мудапиә системилирини синақ қилди

иран инқилаб муһапизәтчилиригә қарашлиқ һава армийәси, «вәлайәт 97» намлиқ маневир әснасида хордад-3 вә талаш һава мудапиә системилирилириниң утуқлуқ синақ қилинғанлиқини уқтурди.

1083117
иран өзи йасап чиққан һава мудапиә системилирини синақ қилди

түркийә авази радийоси хәвири: иран таратқулириниң хәвәр қилишичә, маневир әснасида хордад-3 системисидин бир данә сайад намлиқ башқурулидиған қойуп берилгән.

синақниң ғәлибилик болғанлиқини билдүргән таратқулар, талаш системисидин қойуп берилгән 3 данә сайад башқурулидиған бомбисиниңму нишанға йетип барғанлиқини, буниңдин башқа оттура мусапилик табас бомбиси билән сәләмчә намлиқ қуруқлуқтин һаваға қойуп берилидиған бир бомбиниңму ғәлибилик синақ қилинғанлиқини қәйт қилишти.

иран деңиз армийәси қомандани майор генерал һәбибуллаһ сәййариниң рәһбәрликидә дүшәнбә күни башланған вәлайәт-97 намлиқ маневирға иран инқилаб муһапизәтчилиридин башқа дөләтниң һава армийәси вә башқа қисимларниңму иштирак қилғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر