йавропа иттипақи венезуелаға қаритилған чәклимиләрниң муддитини йәнә узартти

йавопа иттипақи сайаһәт чәклимиси вә бәзи шәхсләрниң мал-мүлүклирини тоңлитип қойуш қатарлиқларни мәзмун қилидиған чәклимиләрниң муддитини йәнә 1 йил узартти.

1082607
йавропа иттипақи венезуелаға қаритилған чәклимиләрниң муддитини йәнә узартти

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи венезуеланиң нөвәттики вәзийитини көздә тутуп, венезуелаға қорал ембаргоси қойуш, сайаһәт чәклимиси вә бәзи шәхсләрниң мал-мүлүклирини тоңлитип қойуш қатарлиқларни мәзмун қилидиған чәклимиләрниң муддитини йәнә 1 йил узартишни қарар қилди.

йавропа иттипақи комитети тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта, демократик қаидә-пиринсиплар вә қанунниң үстүнликигә һөрмәт қилмиған вә инсан һәқлири дәпсәндичилик қилмиши садир қилған 18 әмәлдарға қаритилған сайаһәт чәклимиси вә уларниң мал-мүлүклирини тоңлитиш қойушни, шундақла ички бесимни күчәйтиштә ишлитилидиған тәдбирләр вә қорал ембаргосини мәзмун қилидиған чәклимиләрниң муддитиниң 2019-йили 14-нойабирғичә узартилғанлиқи уқтурулди.

чәклимиләрниң мәсилиләргә демократик чариләрни тепиш вә венезуеладики сийасий муқимлиқни ашурушни мәқсәт қилип қойулғанлиқи алаһидә әскәртилгән байанатта, венезуеладики мәсилиләрни һәл қилиш музакирилиригә барлиқ сийасий қатлам вә гуруһларниң қатнишиши лазимлиқи алаһидә әскәртилди.

байанатта йәнә, чәклимиләрниң венезуела хәлқигә қаритилмиғанлиқи әскәртилгәндин сирт, йавропа иттипақиниң венезуеладики мәсилиләрни һәл қилишта муһим рол ойнайдиған хизмәт гурупписи қуруп үчүн хизмәт ишләватқанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر