йапонийә асийадин техиму көп мусапир қобул қилишни пиланлимақта

йапонийәниң 2020 – йилидин башлап техиму көп асийалиқ мусапир (панаһланғучи) қобул қилишни пиланлаватқанлиқи билдүрүлди.

1073806
йапонийә асийадин техиму көп мусапир қобул қилишни пиланлимақта

түркийә авази радийоси хәвири: кйодо хәвәр агентлиқиниң һөкүмәт әмәлдарлирини мәнбә қилип бәргән хәвиридә, токйо даирилириниң б д т мусапирлар алий комиссарлиқи қармиқидики «үчинчи дөләткә йеңидин орунлаштуруш пилани» даирисидә, пәқәт бирмадинла мусапир қобул қилиш сийаситини көздин кәчүридиғанлиқи әскәртилди.

районниң инсаний еһтийаҗлириға қайтурулидиған инкасни күчәйтишни пиланлаватқан йапон әмәлдарлар, дөләт тәвәликигә асийадин техиму көп мусапир қобул қилиш пикирини әтә токйода зийарәттә болидиған б д т мусапирлар алий комиссарлиқиниң комиссари филиппо гранди билән сөзлишидиғанлиқи қәйт қилинди.

токйо даирилириниң йәнә, мусапирларниң пәқәт пайтәхткила әмәс, дөләтниң башқа районлириға орунлаштурулуш мәсилисиниму ойлишиватқанлиқи билдүрүлди.

йапонийәниң сестралиқ вә қурулуш дегәндәк саһәләрдики ишчи йетәрсизликини қамдаш үчүн техиму көп чәт әллик ишчи елишни пиланлаватқанлиқи мәлум иди.

үчинчи дөләткә йеңидин орунлаштуруш пилани даирисидә, 2010 – йилидин буйан бәзилири араканлиқ мусулманлар болуп җәмий 174 бирмалиқ мусапирни қобул қилған йапонийә, көчмәнләр сийаситиниң қаттиқлиқи билән тонулған бир  дөләттур.

токйо даирилири, 2017 – йили панаһлиниш илтимаси сунған 20 миң әтрапидики адәмдин пәқәт 20 нила қобул қилған, 45 иниң инсаний сәвәбләр түпәйли дөләт тәвәликидә турушиға рухсәт қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر