икки корейә оттурисидики қоралсизлаштурулидиған райондин әскәрләр чекинидиған болди

шималий корейә билән җәнубий корейә шундақла бирләшкән дөләт тәшклати тинчлиқ сақлаш қисимлири, икки корейә оттурисидики бу һәптә қоралсизлаштуруш пиланланған райондин әскәр чекиндүрүшкә келишти.

1074009
икки корейә оттурисидики қоралсизлаштурулидиған райондин әскәрләр чекинидиған болди

түркийә авази радийоси хәвири: йонһап агентлиқиниң җәнубий корейә дөләт мудапиә министирлиқиниң байанатини мәнбә көрсәткән хәвиридә, һәр икки корейә һәрбий әмәлдарлири билән бирләшкән дөләтләр тәшкилати мәсуллириму қатнашқан йиғинда, шималий вә җәнубий корейә оттурисидики әскәрләрдин халийлаштуруш районида ортақ бихәтәрлик район қурулуши вә қоралисзлаштурилиши һәмдә буниң үчүн чегра мудапиә қисимлирини чекиндүрүш қарари мақулланғанлиқи билдүрүлди.

панмунҗом уруш тохтитиш йезисиниң җәнубий корейәгә тәвә қисмидики тинчлиқ вә әркинлик өйидә өткүзүлгән музакириләрниң 2қетимлиқ олтурушида, райондики қораллар билән әскәрләрни чекиндүрүш қарари мақулланди.

җәнубий корейә дөләт мудапиә министирлиқиниң байанатида, «икки корейә билән бирләшкән дөләтләр тәшкилати «JSA» дики қораллар вә чегра мудапиә қисимлириниң 25өктәбиргичә чекиндүрилишигә алақидар тәдбирләрниң йолға қойулиши җәһәттә келишим һасил қилди» дейилди.

җәнубий корейә дөләт мудапиә министирлиқи һәр икки тәрәп министирлиқлириниң өз нөвитидә йәнә, «DMZ» да тамамланған қуруғлуқ миналирини тазилаш хизмәтлирини бирликтә баһалап тәстиқлайдиғанлиқини қәйт қилди.

җәнубий вә шималий корейә һәмдә америкиниң рәһбәрликидики бирләшкән дөләтләр тәшкилати тинчлиқ сақлаш қисимлири мәсуллири оттурисидики музакириләрниң тунҗи нөвәтлики алдинқи һәптә өткүзүлгән иди.

һәр қайси тәрәпләр 16өктәбирдә икки корейә оттурисидики һәрбий районниң қоралсизлаштурулишини музакирә қилиш үчүн панмунҗом йезисида учришиш елип барған вә һәр икки корейә мушу айниң бешидин тартипла «DMZ» дики қуруғлуқ миналирини тазилашни башлиған иди.

һәр икки корейә 20 күнлүк мина тазилаш хизмәтлирини алдинқи һәптә ахирилаштурди. 

җәнубий корейә пирезиденти мун җаин вә шималий корейә рәһбири ким җоңун 27априлда икки дөләт чеграсидики панмунҗом уруш тохтитиш йезисида көрүшкән вә учришиштин кейин елан қилған ортақ байанатлирида, корейә йерим арилиниң йадро қораллардин тәл - төкүс тазилиниши вә һазирқи уруш тохтитиш келишиминиң узун муддәтлик һалға кәлтүрүлиши үчүн музакириләрниң башлиниши тоғрисида келишим һасил қилған иди.

җәнубий корейә пирезиденти мун җаин вә шималий корейә рәһбири ким җоңун априлдики учришиштин кейин 26 - майдиму йәнә бир йәргә җәм болуп, икки дөләт оттурисдики тинчлиқ басқучини музакириләшкән иди.

икки рәһбәр йәнә, синтәбир ейидиму пийоңйаңда көрүшкән вә йирикчиликләрни төвәнлитиш үчүн келишим һасил қилған иди.

бирләшкән дөләтләр тәшкилати тинчлиқ сақлаш қисимлири, көп дөләтлик ортақ қисим қоманданлиқ иштаби болуш сүпити билән 1950йили корийә уруши җәрйанида қурулған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر