йапонийә « фейисбук»ни агаһландурди

йапонийә даирилири « фейисбук»ни шәхсий учур-мәлуматларниң бихәтәрлики мәсилисидә агаһландурди

1073196
йапонийә « фейисбук»ни агаһландурди

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә шәхсий учур-мәлуматларни қоғдаш комитети, иҗтимаий таратқу тор бети « фейисбук»ни шәхсий учур-мәлуматларниң бихәтәрлики мәсилисидә агаһландурди.

йапонийә хәвәр агентлиқи кийотониң хәвәр қилишичә, һөкүмәткә қарашлиқ шәхсий учур-мәлуматларни қоғдаш комитети, « фейисбук»ни бу йилниң бешида учур-мәлумат анализ ширкити « Cambridge Analytica » ниң 87 милйон ишләткүчиниң учур-мәлуматлирини разилиқини алмай туруп ишлитишигә сәвәб болған бихәтәрлик җәһәттики кәмчиликлири түпәйли агаһландурған.

комитет « фейисбук»ниң шәхсий учур-мәлуматларниң бихәтәрликини башқуруш вә ишләткүчиләрни бу һәқтә вақипландуруш хизмитиниң йетәрлик әмәсликини билдүрди.

комитет йәнә 100миңға йеқин йапон ишләткүчиниң учур-мәлуматлириниң башқиларниң қолға чүшүп кетиш еһтималиниң йуқирлиқини әскәртти.

комитет « фейисбук»тин, буниңдин кейин бундақ мәсилиләрниң йүз бәрмәслики үчүн тегишлик тәдбирләрни елишни, ишләткүчиләрни бихәтәрлик җәһәттә вақипландурушни вә мәсилә пәйда қилидиған учур-мәлуматларни өчүрүп ташлашни тәләп қилди.

комитет өткән ай 29 милйон ишләткүчиниң учур-мәлуматлириниң оғрилинишиға сәвәб болған бихәтәрлик тори мәсилиси тоғрулуқ ширкәттин изаһат беришни тәләп қилғаниди.

бу йил апрелда лондон мәркәзлик « Cambridge Analytica » намлиқ учур-алақә анализ ширкитиниң, 87 милйон « фейисбук» ишләткүчисиниң адреслиридин рухсәтсиз йиғқан учур-мәлуматлардин, америкада 2016-йили нойабирда өткүзүлгән пирезидентлиқ сайламлири билән әнглийәдә 2016-йили ийунда өткүзүлгән рай синашқа тәсир көрситиш үчүн пайдиланғанлиқи тоғрисида пәйда болған талаш-тартишлар, хәлқарада киризис пәйда қилғаниди.

йавропа вә америкадики алақидар орунлар « фейисбук» үстидин тәкшүрүш елип барғанда,  « фейисбук»ниң пайчик қиммити зор дәриҗидә чүшүп кәткәниди.


خەتكۈچ: #facebook

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر