җәнубий корейә һөкүмити доналд трампқа наразилиқ билдүрди

җәнубий корейә пирезиденти мон җийаинниң дөләт хәвпсизлик мәслиһәтчиси мон чуңин доналд трампқа наразилиқ билдүрди.

1071934
җәнубий корейә һөкүмити доналд трампқа наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: җәнубий корейә пирезиденти мон җийаинниң дөләт хәвпсизлик мәслиһәтчиси мон чуңин, җәнубий корейәниң мустәқил вә толуқ игилик һоқуқлуқ дөләт икәнликини, шималий корейәгә қаритилған ембарголарни бикар қилиш үчүн американиң  тәстиқлишиға еһтийаҗи йоқлиқини ейтти.

йонхап хәвәр агентлиқиниң бу һәқтики хәвиридә, мәслиһәтчи мон җәнубий корейә-америка мунасивәтлиригә икки мустәқил вә игилик һоқуқлуқ пиринсипи нуқтисидин муамилә қилиш лазимлиқини билдүргәнлики әскәртилди.

шималий корейәгә қаритилған ембарголарниң бикар қилинидиғанлиқи тоғрисида җәнубий корейәниң байанат беришигә қарита америка пирезиденти доналд трампниң «тәстиқимиз болмай туруп һеч иш қилалмайду»дегән тәриқидә җаваб қайтурушиға наразилиқ билдүргән мәслиһәтчи мон: тәстиқ дегән ибарәт толиму хата, буниң орниға мәслиһәт вә мурәссәлишиш дегән сөзләрни ишләтсә техиму мувапиқ болатти, пирезидент трамп җәнубий корейә америка билән мәслиһәт қилмай йаки мурәссәләшмәй туруп ембарголарни бикар қилалмайду, дейиши лазим иди, деди.

мон  җәнубий корейә һөкүмитиниң шималий корейәгә қаритилған ембарголарни бикар қилиш үчүн, америка тәстиқиға еһтийаҗи йоқлиқини әскәртип: җәнубий корейә мустәқил вә толуқ игилик һоқуқлуқ дөләттур. америка пирезиденти немишқа бундақ гәп қилиду? биз немишқа америкиниң буйруқи бойичә һәрикәт қилғудәкмиз? әгәр һәрикәт қилсақ ундақта биз мустәқил дөләт әмәсму?, деди.

җәнубий корейә ташқи ишлар минситири каң кийуң хийа бу йил 10-өктәбирдә байанат бәргәндә, җәнубий корейә һөкүмитиниң 2010-йили җәнубий корейәлик 45 парахот хадиминиң өлүмигә сәвәб болған һуҗумдин кейин, шималий корейәгә қаратқан ембарголарниң көп қисмини бикар қилиш үстидә музакирә өткүзүливатқанлиқини билдүргәниди.

бу байанаттин кейин трамп җәнубий корейәниң американиң тәстиқи болмай туруп, шималий корейәгә қаритилған ембарголарни бикар қилалмайдиғанлиқини билдүрүп мундақ учур йазғаниди: «җәнубий корейә бизниң тәстиқимиз болмай туруп буни қилса болмайду, улар тәстиқимиз болмай туруп һеч иш қилмайду.»

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر