аһваздики террорлуқ һуҗумида өлгәнләр сани 25 кә йәтти

иранниң аһваз шәһиридә түнүгүн мәйданға кәлгән қораллиқ һуҗумда өлгәнләр сани 25 гә йәтти.

1054856
аһваздики террорлуқ һуҗумида өлгәнләр сани 25 кә йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: иран дөләт телевизийәси, иран – ирақ урушиниң 38 йиллиқини хатириләш мунасивити билән иранниң аһваз шәһиридә өткүзүлгән һәрбий парат әснасида мәйданға кәлгән террорлуқ һуҗумида өлгәнләр саниниң 25 кә йәткәнлики, йариланғанлар саниниң 60 икәнлики билдүрүлди.

өлгәнләрниң бири полковник, бир йүзи беши болуп 17 синиң әскәр, қалғанлириниң пуқра икәнлики билдүрүлди.

әсри җунуб журнилиниң йунус пурхулу исимлик бир мухбириниңму һуҗумда һайатидин айрилғанлиқи қәйт қилинди.

иран инқилаб муһапизәтчилири байанатчиси рамазан шәриф, һуҗумниң әлаһвазийә тәшкилати тәрипидин садир қилинғанлиқини, бу тәшкилатниң сәуди әрәбистан тәрипидин қоллап - қуввәтлиниватқанлиқини илгири сүрди.

әлаһвазийә дегән намлиқ билән тонулған «аһваз хәлқ демократик фиронти», иранниң ғәрбий җәнубида мустәқил әрәб дөлити қурушни нишан қилған бөлгүнчи, бир тәшкилат һесаблиниду.

иран ташқи ишлар министири муһәммәд җәвад зәриф тивиттер адреси арқилиқ байанат берип, һуҗумниң җавабкариниң америка қошма иштатлири билән террорчиларниң райондики һимайичилири икәнликини ейтти.

иран армийә баш қоманданлиқ иштаби байанатчиси майор генерал әбулфазил шикарчиму, америка қошма иштатлири, исраилийә вә сәуди әрәбистанниң аһвазда йүз бәргән қораллиқ һуҗуминиң җавабкари икәнликини илгири сүргән һалда, «бу һәрикәтләр җавабсиз қалмайду» деди.

шикарчи, 4 һуҗумчиниң қораллирини бир қанчә күн илгири бәсрә қолтуқидики дөләтләрдин елип, мурасим өткүзүлгән җайға йошуруп қойулғанлиқини билдүрди. у, 4 һуҗумниң үчиниң нәқ мәйданда, бириниң дохтурханида өлгәнликини сөзлиригә илавә қилди.

иран парламенти дөләт хәвпсизлик вә ташқи сийасәт комитети байанатчиси әли нәҗәфи болса, аһваздики һуҗумниң бүгүн чақирилидиған парламент йиғинида муһакимә қилинидиғанлиқини елан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر