дунйа иранда йүз бәргән һуҗумни әйибләшни давамлаштурмақта

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған иранниң аһваз шәһиридә мәйданға кәлгән террорлуқ һуҗуми мунасивити билән иран һөкүмити вә хәлқигә тәзийә билдүрди.

1055069
дунйа иранда йүз бәргән һуҗумни әйибләшни давамлаштурмақта

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған иранға тәзийә билдүрди؛ иранниң аһваз шәһиридә түнүгүн һәрбий парат әснасида террорлуқ һуҗуми йүз берип, 29 адәм һайатидин айрилди, 70 адәм йариланди.

иран, америка қошма иштатлири билән парс қолтуқи әллирини һуҗумниң җавабкари, дәп елан қилди.

әрәбләр топлишип олтурақлашқан иранниң аһваз шәһиридә иран – ирақ урушиниң 38 йиллиқи мунасивити билән өткүзүлгән һәрбий парат җәрйанида қанлиқ террорлуқ һуҗуми йүз бәрди.  

форма кийивалған һуҗумчиларниң мурасим әснасида әтрапқа қалаймиқан оқ чиқириши нәтиҗисидә 29 адәм һайатидин айрилди, 70 адәм йариланди. вәқә җәрйанида 4 һуҗумчи өлтүрүлди, бири назарәт астиға елинди.

иранниң диний рәһбири айәтуллаһ әли хамәней, америка қошма иштатлири қоллап – қуввәтләватқан парс қолтуқи әллирини әйибләп, «америкиниң ойунчуқи болған район дөләтлириниң әнәнилири давамлашмақта» деди.

иран пирезиденти һәсән руһаниму америка қошма иштатлирини һуҗумниң җавабкари, дәп көрсәтти.

иран инқилаб муһапизәтчилири байанат берип, «һуҗумниң җавабкарлириға вәйран қилғуч вә унтулмас җавабкар қайтурулиду» деди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған иран һөкүмити вә хәлигә тәзийә билдүрди.

б д т , америка қошма иштатлири, фирансийә, мисир, оман вә һамасму аһваздики һуҗумни әйиблиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر