канада парламентида араканлиқ мусулманларға мунасивәтлик қанун тәклипи мақулланди

канада парламентида араканлиқ мусулманларниң ирқий қирғинчилиққа учриғанлиқиға мунасивәтлик қанун тәклипи мақулланди.

1054137
канада парламентида араканлиқ мусулманларға мунасивәтлик қанун тәклипи мақулланди

түркийә авази радийоси хәвири: канада парламенти бирмадики аракан мусулманлири учриған зулумни «ирқий қирғинчлиқ»дәп тәрипләшни мәзмун қилған қанун лайиһәсини мақуллиди.

парламент әзалири бирмадики аракан мусулманлири учриған зулумниң ирқий қирғинчилиқ икәнликини билдүрүп, бу мәсилини б д т хәвпсизлик кеңишидин хәлқара җинайий ишлар сот мәһкимисиниң күнтәртипигә елип келишни тәләп қилишти.

канада ташқи ишлар министири кирстина фирәләнд қарар лайиһәси мақулланғандин кейин бәргән байанатида мундақ деди: «мусулманлар учриған зулумниң толиму ечинишлиқ вә вәһший икәнликини алаһидә тәкитләп өтмәкчимән.»

фирәләнд: араканда адаләт бәрпа қилиш үчүн хәлқара сәһнидә тиришчанлиқ көрситиватимиз, бүгүн мақулланған бу қарар лайиһәси наһайити муһим қәдәмдур, деди.

бирләшкән дөләтләр тәшкилати тәкшүрүш комитети өткән һәптә сәйшәнбә күни бирма армийәси вә ашқун буддистларниң араканлиқ мусулманларға ирқий қирғинчлиқ елип барғанлиқини испатлап беридиған доклат елан қилип, ирқий қирғинчлиқ қилғанларниң  хәлқара җинайий ишлар сот мәһкимисидә сотлиниши керәкликини билдүргәниди.

бирма армийәсиниң аракан, качин вә шан қатарлиқ өлкиләрдики йәрлик хәлқни вәһшийләрчә қирғин қилғанлиқиға дәлил-испат кәлтүрүлгән доклатта: «ирқий қирғинчлиқниң баш җавабкари бирма армийәсидур» дейилди.

доклатта бирма баш қоманданлиқ иштаби башлиқи генерал мин аң һлаң вә һәрбий генераллар хәлқара сот органлири тәрипидин ирқий қирғинчлиқ җинайити садир қилиш билән әйиблинип сотлиниши керәклики әскәртилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر