путин русийәниң илғар қоралларни ишләпчиқириш пилани тоғрисида тохталди

русийә пирезиденти виладимир путин, русийә армийәсиниң чеһрини муәййәнләштүрүш үчүн истиқбали бар қоралларни ишләпчиқиришни пиланлаш лазимлиқини ейтти.

1053501
путин русийәниң илғар қоралларни ишләпчиқириш пилани тоғрисида тохталди

түркийә авази радийоси хәвири: пирезидент виладимир путин русийәдә чақирилған бир һәрбий санаәт йиғинида сөз қилип, дөләтниң қорал пирограммисини шәкилләндүрүшниң муһим мәсилә икәнликини әскәртти вә нөвәттики давамлишиватқан пииланниң 2027 – йилиғичә давамлишидиғанлиқини хатириләткән һалда, «мәвҗут пирограммида, дунйадики қораллар вә һәбий техника васитилириниң илғарлаштурулуши йолидики заманивий майиллиқлар билән сүрийәдә ишлитилгән русийә қораллириниң иқтидари нәзәргә елиниду. бу пиланниң орундилиши нәтиҗисидә, һәрбий қисимларда тактика вә техника җәһәттә башқа дөләтләрдикиләрдин йахши болған йеңи қораллар болуши лазим» деди.

сармат башқурулидиған бомба системиси, 5 – әвлад уруш айропилани су-57, бәрдашлиқ күчи алаһидә йуқири җәң танкиси армата вә S-500 һава мудапиә системиси билән 677 су асти парахоти лайиһәсини хатирилитип өткән путин, сөзини давамлаштуруп, «нөвәттә, русийә армийәсиниң узун келәчәктә, алдимиздики он йиллар ичидә чеһрини муәййәнләштүридиған, истиқбали бар қоралларни иҗад қилип ишләпчиқиришини пиланлашни башлаш керәк» дегәнләрни қәйт қилди.

русийә пирезиденти виладимир путин март ейида федератсийә парламентида сөз қилғанда, авангард вә сармат башқурулидиған бомба системлирини өз ичигә алған наһайити көп йеңи қоралларни ишләпчиқарғанлиқлирини билдүргән вә у қоралларни «йеңилмәс» дәп тәриплигәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر