хитай америкиниң баҗ қарариға қарши һәрикәткә өтти

хитай һөкүмити америкиниң хитай таварлиридин қошумчә таможна беҗи елиш бәлгилимисигә қарши һәрикәткә өтти.

1052174
хитай америкиниң баҗ қарариға қарши һәрикәткә өтти

түркийә авази радийоси хәвири: хитай һөкүмити 60 милйард доллар қиммитидики америка таварлириға %10қошумчә таможна беҗи қойушни қарар қилди.

хитай дөләт кеңишигә қарашлиқ таможна башқуруш идариси тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, америкадин импорт қилинидиған 60 милйард доллар қиммитидики 5207 хил таварға %10 қошумчә таможна беҗи қойушниң қарар қилинғанлиқи билдүрүлди.

байанатта америка таварлиридин қошумчә таможна беҗи елиш бәлгилимисиниң 24-сентәбирдә рәсмий йолға қойулидиғанлиқи әскәртилди.

хитайниң америка һөкүмитиниң 200 милйард доллар қиммитидики хитай таварлириға %10қошумчә таможна беҗи қойушни қарар қилған күнгә удуллап мушундақ қарарни чиқириши алаһидә диққәт қозғиди.

бу һәқтә хитай ташқи ишлар министирлиқи: «американиң өз алдиға мушундақ қарар чиқирип сода саһәсидә бекинмичилик қилишини һәргиз тоғра тапмаймиз»дәп байанат бәргән болса, хитай сода министирлиқиму «қануний һәқ-һоқуқлиримиз вә мәнпәәтлиримиз билән хәлқара сода тәртипини қоғдаш үчүн америкиға тегишлик җавабни қайтуримиз»дегән мәзмунда байанат бәрди.

доналд трамп түнүгүнки байанатида тәхминән 200 милйард доллар қиммитидики хитай таварлириға%10  қошумчә таможна беҗи қойуш бәлгилимисиниң 24-сентәбирдә йолға қойулидиғанлиқини вә буниң мушу йилниң ахирғичә давамлишидиғанлиқини,  2019-йил 1-йанвардин башлап  болса қошумчә таможна беҗиниң %25 ашурулидиғанлиқини ейтқаниди.

америка билән хитай арисидики сода урушиниң тәрәққийати

америка пирезиденти доналд трамп һөкүмитиниң бу йил 23-мартта хитайдин импорт қилинидиған полат-төмүр вә алйуминларға %25 қошумчә таможна беҗи  қойушни қарар қилиши хитай билән америка арисида сода урушиниң қозғилишиға сәвәб болған тунҗи һадисә һесаблиниду.

хитай һөкүмити вашингитон һакимийитиниң хитайдин импорт қилинидиған полат-төмүр вә алийуминларға қошумчә таможна беҗи қойуш бәлгилимисигә қарита, америкидин импорт қилинидиған 128 хил тавардин %15тин %25кичә қошумчә таможна беҗи елиш бәлгилимисини йолға қойди.

америка арқидинла хитай ширкәтлириниң америкилиқ ширкәтләрниң техникилири вә әқлий мүлүклиригә қанунсиз йоллар билән еришип келиватқанлиқлирини билдүрүп, 50 милйард доллар қиммитидики хитай таварлириға қошумчә таможна беҗи қойуш бәлгилимисини иҗра қилди.

хитай һөкүмити америка һакимийитиниң бу қарариға дәрһал  җаваб қайтурди вә  хитай сода министирлиқи америкадин импорт қилинидиған 50 милйард доллар қиммитидики 659 хил таварға %25 қошумчә таможна беҗи қойушни қарар қилди.

америка пирезиденти доналд трамп 18-ийунда байанат берип, навада хитай һөкүмити америкиниң қошумчә таможна беҗи бәлгимисигә қарши һәрикәткә өткән тәқдирдә, 200 милйард доллар қиммитидики хитай таварлириға қошумчә таможна беҗи қойулидиғанлиқини билдүрди.

америка сода министирлиқиниң санлиқ мәлуматлириға асасланғанда, бултур хитайдин импорт қилинған барлиқ таварниң қиммити 505 милйард 500 милйон долларға йәткән болса, бу йил ичидә хитайдин импорт қилинған таварларниң омумий соммиси 250 милйард доллар болған.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر