америка русийәни б д т ниң шималий корейә ембарголириға хилаплиқ қилиш билән әйиблиди

б д т хәвпсизлик кеңиши, б д т ниң шималий корейәгә йүргүзүватқан ембарголириға хилаплиқ қилинғанлиқини илгири сүргән америкиниң тәлипигә асасән йиғин чақирди.

1051496
америка русийәни б д т ниң шималий корейә ембарголириға хилаплиқ қилиш билән әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлириниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) да турушлуқ даимий вәкили никки һелей, русийәни б д т ниң шималий корейәгә йүргүзгән ембарголириға «системилиқ һалда хилаплиқ қилиш» вә «хилаплиқ қилиш қилмишлирини йошуруш» билән әйиблиди.

б д т  хәвпсизлик кеңиши, б д т ниң шималий корейәгә йүргүзүватқан ембарголириға хилаплиқ қилинғанлиқини илгири сүргән америкиниң тәлипигә асасән йиғин чақирди.

шималий корейәгә йүргүзүлүватқан ембарголарни йумшитишни тәләп қилған русийәни қаттиқ әйиблигән никки һелей, «шималий корейә ембарголирини 11 қетим қоллиған русийә, әмди немишқа йалтийиду? җавабини билимиз, чүнки русийә һийлә ишләтмәктә вә тутулуп қалди. бир қетимла әмәс, русийәниң хилаплиқ қилмишлири системилиқ» деди.

русийәни мәйли өзиниң болсун, мәйли башқа дөләтләрниң хилаплиқ қилиш қилмишлирини болсун, йошуруш билән әйиблигән һелей, «америка қошма иштатлириниң қолида русийәниң ембарголарға изчил хилаплиқ қилип кәлгәнликигә даир пакит бар» дегәнләрни қәйт қилди.

б д т ембарголириға қаримай, русийә нефит парахотлиридин бу йил кәм дегәндә 148 қетим шималий корейә парахотлириға қанунсиз рәвиштә нефит мәһсулатлири йөткәлгәнликини, шималий корейәниң бу йилниң дәсләпки 8 ейида 800 миң варил нефит тапшуруп алғанлиқини илгири сүргән һелей, сөзини давамлаштуруп, «русийәниң йолсизлиқи бактерийәгә охшаш болуп, шималий корейәниң йадро қоралсизлиниши йолидики тиришчанлиқлиримизға тосқунлуқ пәйда қилмақта» деди.

у техиму илгирилигән һалда, русийәни шималий корейә ембарголирини назарәт қилидиған мустәқил мутәхәссисләр тәййарлиған доклатқа өзгәртиш киргүзүлүши үчүн, һәйәткә бесим ишлитиш билән әйиблиди.

русийәниң б д т да турушлуқ даимий вәкили вассилий небензиа болса, кеңәштә сөз қилип, америкилиқ мәнсәпдеши никки һелейниң русийәниң шималий корейә ембарголириға хилаплиқ қилғанлиқи тоғрисидики әйибләшлирини рәт қилди.

русийәниң шималий корейә ембарголирини назарәт қилидиған мустәқил мутәхәссисләр тәййарлиған доклатқа өзгәртиш киргүзүлүши үчүн һәйәткә бесим ишләткәнлики тоғрисидики әйибләшләрниму рәт қилған вә америкидин доклат тоғрисида техиму әтраплиқ мәлумат тәләп қилған болушлириға қаримай, тәләплириниң җавабсиз қалғанлиқини әскәрткән вассилий небензиа, «ким хәлқара җәмийәтни алдашқа вә һийлә ишлитишкә тиришмақта? доклатни тәййарлиған мутәхәссисләр вашингтон пикириниң әсири» деди.

америкиниң шималий корейәниң йадро қоралисзлинишини қолға кәлтүрүш мәқситидә пйоңйаң билән елип бериватқан икки тәрәп сөһбәтлири тоғрисидиму тохталған вассилий небензиа, «шималий корейәдин йадро қоралсизлиниш бәдилигә бош вәдиләрни қобул қилиши тәләп қилинмақта. сөһбәт мусаписи икки йөнилишлик бир коча. тәләплириңиз орундалғинида һечбир нәрсә бәрмисиңиз, бу келишимни һасил қилишиңиз мумкин әмәс. ембарголар дипломатийәниң орнини басалмайду» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.

хитайниң б д т дики вәкили ма  болса, башқурулидиған бомба синақлирини тохтитип америка қошма иштатлири билән дийалог орнатқан шималий корейәгә йүргүзүлүватқан ембарголарниң йәңгиллитиши тоғрисидики тәләпни қоллайдиғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر