йапонийәниң нопуси барғанчә қерилашмақта

йапонийәдә 65 йаштин һалқиған кишиләрниң саниниң йилдин-йилға көпийип бериватқанлиқи билдүрүлди.

1050759
йапонийәниң нопуси барғанчә қерилашмақта

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийәдә 70 йаштин һалқиған кишиләрниң сани омумий нопусниң %20дин көпрәкини тәшкил қилидиғанлиқи билдүрүлди.

кийодо агентлиқиниң йапонийә ички ишлар вә учур-алақә министирлиқиниң мәлуматиға асасән бәргән хәвиридә, йапонийәдә 70 йаштин һалқиған кишиләрниң саниниң 26 милйон 180миңға йетип омумий нопусниң %20.7 ни тәшкил қилғанлиқи әскәртилди.

хәвәрдә йапонийәдә 65 йаштин һалқиған әр-айал саниниң бултурқиға селиштурғанда 440миң ешип 35 милйон 570миңға йетип омумий нопусниң %28.1ни тәшкил қилғанлиқи билдүрүлди.

йапонийәдә 60йаштин һалқиған айалларниң саниниң тунҗи қетим 20милйондин ешип айаллар нопусиниң %31 ни тәшкил қилғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر