америка пәләстин азадлиқ тәшкилатиниң банка һесаблирини тоңлатти

америка һөкүмити пәләстин азадлиқ тәшкилатиниң вашингтондики вәкили хусам зомлот вә аилисиниң иқамитини әмәлдин қалдурди. тәшкилатниң банка һесаблириниму тоңлатти.

1050747
америка пәләстин азадлиқ тәшкилатиниң банка һесаблирини тоңлатти

түркийә авази радийоси хәвири: пәләстин азадлиқ тәшкилати иҗраийә кеңишиниң әзаси әһмәт мәҗдәлани америка һөкүмитиниң пәләстин азадлиқ тәшкилатиниң вашингтондики вәкили хусам зомлот вә аилисиниң иқамитини әмәлдин қалдурғанлиқини вә тәшкилатниң банка һесаблирини тоңлатқанлиқини билдүрди.

у икки қарарниң охшаш бир күндә чиқирилғанлиқини әскәртти.

у америка һөкүмитини әйибләп, қарарниң инсанийлиққа вә дипломатик қаидәләргә уйғун әмәсликини, бәлки йавайилиқ икәнликини қәйт қилди. у мундақ деди:

«америка пәләстин азадлиқ тәшкилатиниң вашингтондики вәкили хусам зомлот вә аилисиниң иқамитини әмәлдин қалдуруп, тәшкилатниң банка һесаблирини тоңлатти. оттурида дипломатик келишәлмәслик бар болсиму, зомлотниң кичик балилириниң немә гунаһи бар? улар мәктәптә оқуйду, әмди уларниң иқамити әмәлдин қалдурулди.»

америка пирезиденти доналд трамп 2017-йили йанварда һоқуқни тапшурувелипла исираилийә-пәләстин мәсилисини өзигә хас усул билән һәл қилиш йолини тутти. пирезидент трамп мәсилини һәл қилиш үчүн йәһудийлардин тәшкилләнгән өзигә йеқин бир комитет қуруп, тарихта көрүлүп бақмиған дәриҗидә исираилийәгә пайдилиқ қарарларни чиқирип, пәләстин тәрәптә чоң киризисләрниң йүз беришини кәлтүрүп чиқарди. трамп дәсләптә қуддусни исираилийәниң пайтәхти дәп етирап қилди, арқидин икки дөләтлик һәл қилиш чарисини тохтатти, иран билән түзүлгән йадро келишимини әмәлдин қалдурди. мана әмди пәләстин азадлиқ тәшкилатиниң вашингтондики ишханисини тақиди. у бир қатар йуқиридкидәк қарарларни чиқирип, исираилийәниң тәлипини иҗра қилиш йолиға маңди.

трамп йолға қойған сийасәтлири билән «әрәб баһари» дин кейин оттура шәрқтә шәкилләнгән йеңи иттипақ вә қутуп тәрәпдарлиридин сәуди әрәбистан, әрәб бирләшмә хәлипилики вә мисир қатарлиқ дөләтләрни америка-исираилийә сепидин орун алғузди. у пирезидентлиқ һоқуқини тапшурувалғандин кейин, тунҗи чәт әл зийаритини сәуди әрәбистандин башлиди, андин исираилийәни зийарәт қилип, исми қойулмиған әмәлийәттики иттипақни оттуриға чиқарған болди.

пирезидент трамп исираилийәгә болған садиқлиқини, «йәһудий дөлити» ниң дунйави вә районлуқ характерлик һәрикәтлиригә мунасивәтлик тәләплирини бирму бир орунлап, испатлашқа тиришти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر