ривандада икки миңдин артуқ мәһбус кәчүрүм қилинди

шәрқий африқа дөлити ривандада ички кабинетниң қарариға асасән көп санлиқи сийасий мәһбуслардин тәшкил тапқан 2140 кишиниң кәчүрүм қилинғанлиқи билдүрүлди.

1050471
ривандада икки миңдин артуқ мәһбус кәчүрүм қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: риванда ички кабинетиниң қарариға асасән елан қилинған кәчүрүмнамә даирисидә, өктичи демократик күчләр бирләшмиси партийәсиниң лидири виктоире ингабире вә нахшичи кизито михиго қатарлиқ 2140 адәм қойуп берилди.

пайтәхт кигалидики магерагере түрмисидин қойуп берилгән ингабире мухбирларға байанат берип, «қойуп берилишимизгә рухсәт қилған пирезидент паул кагамеға рәһмәт ейтимән» деди.

«буниң риванда сийасий саһәсиниң ечеветилишиниң башланғучи болуп қелишини үмид қилмән» дегән ингабире, түрмидики башқа сийасий мәһбусларниңму қойуп берилиши үчүн пирезидент кагамеға чақириқ қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر