филиппиндики маңхут деңиз боринида 28 адәм қаза қилди

филиппиниң шималий деңиз саһилида түнүгүн әтигәндин тартип күчини көрситишкә башлиған маңхут деңиз боринида қаза қилғанлар сани 28 гә йәтти.

1050335
филиппиндики маңхут деңиз боринида 28  адәм қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җамаәт хәвпсизлик идариси мудири оскар албайалде, өлгәнләрниң көпинчисиниң боран пәйда қилған тағ сийрилип чүшүш вәқәлиридә җенидин айрилғанлиқини әскәртип, 100 миңдин артуқ адәмниң бихәтәр җайларға тарқақлаштурулғанлиқини қәйт қилди.

250 миңға йеқин адәмниң бу қетимқи маңхут деңиз борининиң тәсиригә учриғанлиқи әскәртилди.

саәтлик сүрити 100 километирғичә төвәнлигән боранниң филиппиндики тәсирини йоқитип, хитайниң җәнубий қисми вә хоңкоңға қарап илгириләватқанлиқи билдүрүлди.

һавайдики ортақ деңиз борини агаһландуруш мәркизи, тинч окйанниң шималида оттуриға чиққан боранниң 5 – категорийә күчидики «пәвқуладдә күчлүк боран» ға айланғанлиқини уқтурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر