нигерийәдә қораллиқ һуҗум йүз бәрди

нигерийәдә бир түркүм қораллиқ киши киноханиға меңиватқан кишиләрни оққа тутуп нурғун кишиниң җениға замин болди.

1049264
нигерийәдә қораллиқ һуҗум йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: нигерийәниң ғәрбий шималида қораллиқ һуҗум йүз берип 11 адәм өлди.

нигерийә таратқулирида бу һәқтә елан қилинған хәвәрләрдә, зампара вилайитигә қарашлиқ бадарава йезисида салаһийити намәлум кишиләрниң үсти очуқ киноханиға меңиватқан кишиләрни оққа тутқанлиқлири билдүрүлди.

билдүрүлүшичә, һуҗумда 11 адәмниң өлүп 20дин артуқ адәм йариланған.

бу йил йанвардин буйан зампара вилайитидә мәйданға кәлгән қораллиқ һуҗумларда тәхминән 400  адәм өлүп миңларчә адәм өй-маканлирини ташлап кетишкә мәҗбур болди.


خەتكۈچ: #негирийә

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر