көчмән ғассамә көрсәткән қәһриманлиқи билән фирансийә пуқралиқиға еришти
фирансийәдә бинаниң 4 – қәвитидин чүшүп кетиш алдида турған бир бувақни қутқузуп қилип қәһриманлиқи пүтүн дунйаниң күнтәртипидин орун алған көчмән ғассамә фирансийә пуқраси болди.
түркийә авази радийоси хәвири: май ейида фирансийәдә бир бинаниң 4 – қәвитидин чүшүп кетиш алдида турған бир бувақни 4 – қәвәткә йамишип чиқип қутқузуп қалған малилиқ көчмән мамадо ғәссамә фирансийә пуқралиға рәсмий қубул қилинди.
май ейида бир кичик бала балкунға йамишип, һеч киши баралмайдиған бир нуқтида есилип қалған иди. буни көргән малилиқ көчмән мамадо ғассамә һеч иккиләнмәстин 30 сиконт ичидә 4 қәвәткә йамишип чиқип, бувақни қутқузуп қалған вә пүтүн дунйаниң күнтәртипидин орун алған иди.
шуниңдин кейин малилиқ көчмән ғассамәниң исми «малилиқ өмүчүк адәм» дәп атилишқа башланған иди.
вәқәдин кейин фирансийә иқамити берилгәндин сирт, пуқралиқ рәсмийәтлириниңму сүрити тизлаштурулған иди.
фирансийә пирезиденти макронму елйәсә сарийда уни қобул қилип, фирансийәниң җасарәт медалийони тәқдим қилған һәмдә бир йилдин буйан фирансийәдә қанунсиз ишләп турмуш көчүриватқан ғассамәгә париж от өчүрүш идарисида хизмәт берилгән иди.
фирансийә пуқралиқиға өтүш рәсмийәтлири тамамланған «өмүчүк адәм» ләқәмлик көчмән ғассамә фирансийә пуқралиқини тапшуруп алди.