америка сүрийәдики һәрбий күчини ашурмақта

сүрийәдики йәрлик мәнбәләрниң билдүрүшичә, америка сүрийәдики бөлгүнчи терролуқ тәшкилати й п г/ п к к ниң ишғалийити астидики җайларға йеңи һәрбий һәрикәт қоманданлиқ мәркәзлири вә базиларни қуруш арқилиқ сүрийәдики һәрбий күчини ашурмақта.

1048903
америка сүрийәдики һәрбий күчини ашурмақта

 

түркийә авази радийоси хәвири: америка 2015йили өктәбирдә башланған һәрбий база қуруш паалийәтлири даирисидә, һәсәкәдә 2 һава армийә базиси қурған болуп, раққә вә мунбичтиму җәмий 8 һәрбий һәрикәт қуманданлиқ мәркизи бәрпа қилип болди.

америка йәнә, 2017йили ийул ейидин буйан қайтидин 5 йеңи һәрбий база вә һәрбий һәрикәт қуманданлиқ мәркизи қурди. булардин иккиси фират қалқини һәрбий һәрикити райониға йеқин җайға қурулғандин башқа, раққәниң шималидики тел әбйад наһийә мәркизиниң җәнубиғиму 2 йеңи һәрбий понкит қурди.

америка йәнә, сүрийәниң ирақ чеграсиға җайлашқан, нефити мол дәйризор вилайитиниң й п г/ п к к ишғалийити астидики райониғиму һәрбий база қурулушини тамамлиди.

дәйризорниң шәрқий җәнубидики сабан нефит вә тәбиий газ саһәсиниң җәнубиға, «йешилкөй» дәпму нам берилгән дача типидики олтурақ районниң дәл ғәрбий шималидики учуқ мәйданға йәнә бир база қурди.

фират дәрйасиға тәхминән 10 келометир мусапидики бу база сабан нефит вә тәбиий газ саһәси билән танак нефит пишшиқлап ишләш завити шундақла өмәр нефит саһәсиниң мәркизи вадисиниң шималға тутутишдиған мәркизи йолни контрол қилиду.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر