трамп ким җоңун билән қайта көрүшидиғанлиқини билдүрди

америка пирезидетни доналд трамп шималий корейә пирезиденти ким җоңун билән йәнә көрүшидиғанлиқини билдүрди.

1035731
трамп ким җоңун билән қайта көрүшидиғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: америка пирезиденти доналд трамп шималий корейә пирезиденти ким җоңун билән қайтидин көрүшидиғанлиқини ейтти.

доналд трамп шималий корейә пирезидентини дәсләп махтиди, арқидин униң билән пат йеқинда қайтидин көрүшидиғанлиқини билдүрди.

доналд трамп русийә пирезиденти виладимир путин билән болғанға охшаш, ким җоңун биләнму еқи келишип  қалғанлиқини , һәтта униң билән арисида алаһидә риштә пәйда болғанлиқини йақлиди.

бу йил ийунда сингапурда ким җоңун билән көрүшкәндин кейин шималий корейә һөкүмитиниң йадро қораллирини бир тәрәп қилиш үчүн конкрет қәдәмләрни ташлиғанлиқини әскәрткән доналд трамп: шималий корейә буниңдин кейин бизгә тәһдит болмайду, деди.

корейә йерим арилида узун муддәтлик тинчлиқ бәрпа қилиш вә йадро қораллирини йоқ  қилиш мәсилиси бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң бу йил сентәбирдә чақирилидиған 73-нөвәтлик омумий кеңәш йиғинида музакирә қилиниду.

б д т баш катипи антонйо гутеррес музакириләрни төт көз билән күтүватқанлиқини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر