кабулда оқуғучиларни нишан қилған адәм бомба һуҗуми йүз бәрди

афғанистан пайтәхти кабулда адәм бомба һуҗуми йүз берип, 48 киши җенидин айрилип, 67 киши йариланди.

1033267
кабулда оқуғучиларни нишан қилған адәм бомба һуҗуми йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: афғанистанниң пайтәхти кабулға җайлашқан бир тәлим-тәрбийә мәркизигә адәм бомба һуҗуми қилинди. һуҗумда универстет имтиһаниға тәййарлиқ қиливатқан 48 оқуғучи җенидин айрилди, 67 киши йариланди.

һуҗумни талибан пәйда қилди, дәп қаралмақта.

афғанистан пирезиденти әшрәф ғени мәзкур һуҗум үстидә тохтилип: «бу террорлуқ һуҗумини қаттиқ әйибләймән. йәнә бир қетим бигунаһ кишиләр һуҗум нишани қилинди» деди.

түркийә ташқи ишлар министирлиқи бу һуҗумни әйибләп, йазма байанат елан қилди. байанатта мундақ дейилди:

«дост афғанистан һөкүмитигә вә қериндаш афғанистан хәлқигә сәвр, йариланғанларға шипалиқ тиләймиз.»

афғанистанда йеқинқи бир һәптидә талибанниң һуҗуми сәвәблик көпинчииси хәвпсизлик хадимлири болуп 300 дин артуқ киши җенидин айрилди.    



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر