афғанистан чарәк әсирдин кейин һава саһәсиниң контроллуқини қолиға алди

афғанистан һөкүмити, аридин 26 йил өткәндин кейин өз һава тәвәликиниң контроллуқини қолиға алди.

1029951
афғанистан чарәк әсирдин кейин һава саһәсиниң контроллуқини қолиға алди

түркийә авази радийоси хәвири: афғанистан пирезидентлиқ мәһкимиси байанатчиси шаһ һусәйин муртәзәви, 26 йилға йеқин вақиттин буйан афғанистан һава тәвәликини контрол қилиш салаһийитиниң чәт дөләтләрниң қолида болуп кәлгәнликини әскәртти.

кабул хәлқара айродурумиға йеңи радар системилириниң орнитилиши билән һава саһәси контроллуқиниң пүтүнләй афғанистан һөкүмитиниң қолиға өткәнликини тилға алған муртәзәви, система сайисида афғанистанниң һава саһәсини контрол қилалайдиғанлиқини қәйт қилди.

афғанистан пуқралар авийатсийә идариси башлиқи мәһмуд шаһ һәбиби, афғанистан һава саһәсиниң буниңдин кейин техиму бихәтәр болидиғанлиқини ейтти؛ у йәнә, йеңи қурулған радар системисиға 30 милйон доллар чиқим қилинғанлиқини, радарниң ремонт вә тәкшүрүш хизмәтлири үчүн һәр йили 10 милйон доллар сәрп қилиниши керәкликини тәкитләп өтти.

совет иттипақи тәрипидин қурулған кабул айродурумидики кона радар системиси, 1990 – йиллардики ички уруш әснасида бузғунчилиққа учриғаниди.

2001 – йили талибан түзүминиң йимирилиши билән, афғанистанниң һава саһәси контроллуқи чәт күчләрниң қолиға өтүп кәткән, 2014 – йили афғанистан даирилиригә тапшуруп берилгәндин кейин, бир хусусий ширкәткә берилгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر