тереса мей йавропа иттипақи музакирилиригә өзи башчилиқ қилиду

әнглийә баш вәзири тереса мей әнглийәниң йавропа иттипақидин айрилип чиқиш музакирилиригә өзи башчилиқ қилиду.

1018876
тереса мей йавропа иттипақи музакирилиригә өзи башчилиқ қилиду

түркийә авази радийоси хәвири: әнглийәниң йавропа иттипақидин айрилип чиқиш музакирилиригә баш вәзир тереса мей өзи башчилиқ қилиду.

баш вәзир мей әнглийә парламентиниң асти қанити болған авам палатасиға әнглийәниң йавропа иттипақидин айрилип чиқиш музакирилири тоғрулуқ доклат тапшуруп, йавропа иттипақи билән әнглийә арисидики музакириләргә өзиниң башчилиқ қилидиғанлиқини билдүрди.

мей йәнә әнглийәниң йавропа иттипақидин айрилип чиқиш министирлиқиға  9-ийулда министир болуп тәйинләнгән доминик рабниң музакириләрдә вәкили болидиғанлиқиниму ейтти.  

баш вәзир тереса мей әнглийәниң йавропа иттипақидин айрилип чиқиш министирлиқиниң қанунларниң иҗра қилиниш әһвали вә тәййарлиқ хизмәтлирини тәқиб қилип туридиғанлиқини әскәртти.

буниңдин сирт, әнглийә һөкүмәт кабинтидин елан қилинған байанаттиму, баш вәзир тереса мейға толуқ һоқуқ берилгәнлики билдүрүлди.

әнглийәниң йавропа иттипақидин айрилип чиқиш министирлиқиниң сабиқ министири дейвид давис баш вәзир тереса мей билән арисида пикир ихтилапи келип чиққанлиқи сәвәбидин вәзиписидин истепа бәргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر