трамп: хитайға 500 милйард долларлиқ  қошумчә таможна беҗи қойулуши мумкин

америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп хитайға 500 милйард доллар қошумчә  таможна беҗи қойулуш еһтималлиқиниң барлиқини ейтти.

1016561
трамп: хитайға 500 милйард долларлиқ  қошумчә таможна беҗи қойулуши мумкин

түркийә авази радийоси хәвири: трамп америкиниң «‹ CNBC › телевизийә қанили» ниң зийаритини қобул қилғанда бәргән байанатида, америка қошма иштатлири билән хитай оттурисида барғансери  кәскинлишиватқан сода мунасивәтлири һәққидә тохтилип мундақ деди: «хитайға 500 милйард долларлиқ қошумчә таможна беҗи қойушқа тәййармән. бундақ қилиштики мәқситим һәргизму сийасий әмәс, әксичә дөлитимизниң мәнәпәәти үчүндур. чүнки, узундин буйан хитайниң алдам халтисиға чүшүватимиз.»

хитайниң америка қошма иштатлириниң тиҗарәт вә пул – муамилә сийаситигә охшиған түрлүк саһәләрдики йахши нийитини суйиистемал қиливатқанлиқини әскәрткән трамп, хитайға қарита қойулуватқан қошумчә таможна баҗлириниң пәрдә арқисида һәргизму йаман нийәт йоқлуқини тәкитләп мундақ деди: «хитайларниң буниңдин қорқушини халимаймән, уларниң әһвалиниң йахши болушини халаймән. хитай дөләт рәиси ши җинпиңни йахши көримән, бирақ, шуни тәкитләп өтимәнки, икки дөләт оттурисидики сода мунасивәтлири һазирғичә адил болғини йоқ.»

америка қошма иштатлири сода ишлири министирлиқиниң мәлуматлириға қариғанда, өткән йил америка қошма иштатлириниң хитайға қилған експорт миқдари 505 милйард доллар, хитайниң  америка қошма иштатлириға қилған експорт миқдари болса 130 милйард доллар болған. шуниң билән, хитай бултур америка қошма иштатлириниң ташқи сода тәтүр пәрқи әң көп дөләт болуп қалған.

вашингтон һөкүмити буниңдин 11 күн бурун хитайниң интиқам елиш мәқситидә илгирики америка қошма иштатлири мәһсулатлиридин қошумчә % 10 таможна беҗи елиши сәвәбидин, хитайниң 200 милйард долларлиқ таможна беҗи елинидиған мәһсулатлириниң тизимликини елан қилғаниди.

буниңдин 5 күн бурун америка қошма иштатлири хитайниң адил болмиған сода паалийәтлиригә җавабән тәхминән 34 милйард доллар қиммитидики хитай мәһсулатлиридин % 25 қошумчә таможна беҗи елинишқа башланғанлиқини уқтурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر