һиндистан баш министири сөз қиливатқан чедир өрүлүп чүшти

һиндистан баш министири нарәндира моди ғәрбий баңладеш алкисидә өткүзүлгән бир пирограммида сөз қиливатқан әснада, ичидә йиғин өткүзүливатқан чедирниң бир қисми өрүлүп чүшти.

1013619
һиндистан баш министири сөз қиливатқан чедир өрүлүп чүшти

 

түркийә авази радийоси хәвири: һиндистанниң ғәрбий баңладеш алкисигә қарашлиқ миднапор районидики пирограммида, баш министир нарәндира моди вә «барафийа җаната партийәси» ниң алдинқи қатардики рәһбәрлири мунбәрдики чағда, чедирниң бир қисми өрүлүп чүшиши сәвәбидин 20 дин артуқ киши йаридар болди.

вәқәдә баш министир моди вә партийә рәһбәрлири йариланмиди.

барафийа җаната партийәсиниң наһийәлик башлиқи самит даш, йаридар болған 20 дин көпрәк кишиниң дохтурханида балнестқа елинғанлиқини вә бемарларниң әһвалиниң еғир әмәсликини ейтти.

йаридарларни дохтурханиға йөткәштә баш минстирлиққа тәвә җиддий қутқузуш аптомобиллириниңму ишлитилгәнлики, баш министир модиниң вәқәдин кейин бемарларни дохтурханиға берип зийарәт қилғанлиқи қәйт қилинди. 

нәх мәйданни көргән шаһитлар чедирниң төмүр төвүрүклиригә йиғин җәрйанида мунбәрни көрүшни халайдиған нурғун кишиниң бирақла йамишиши сәвәбидин чедирниң бир қисминиң өрүлүп чүшкәнлики, райондики шиддәтлик йамғурларниңму вәқәгә тәсири болғанлиқи уқтурулди. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر