гиретсийәдә т р т хадимлири тутқун қилинди

гиретсийә сақчилири т рт хадимлирини сәвәбсизла тутқун қилип 3 йерим саәт солап қойди.

1012590
гиретсийәдә т р т хадимлири тутқун қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: гиретсийәдики т р т хадимлири гиретсийә сақчилири тәрипидин тутулуп 3 йерим саәт дәдәағач сақчи идарисиниң қамақханисиға солап қойулди.

т р т мухбири фатиһ сабунҗи, т р т камерачиси уфук карагүл вә шопур мәтин талудин тәшкил тапқан т р т  хизмәт әтрити, александрополис (дәдәағач) айродурумиға йеқин җайда 15-ийул вәқәси үчүн нәқ мәйдандин тарқитиш синақ пирограммиси ишлигәндин кейин машина билән меһманханиға қайтиватқанда сақчилар тәрипидин назарәт астиға елинди.

хадимларниң үстидики телефон, портмал, кимликкә охшаш хусусий буйумлар сақчилар тәрипидин мусадирә қилинди вә дәдәағач сақчи идарисиниң қамақханисиға 3 йерим саәт солап қойулди.

 т р т мухбири сабунҗи гиретсийә сақчилириниң сәвәбсизла өзлирини тутқун қилғанлиқлирини, 3 йерим саәт солақханида йатқанлиқлирини ейтти.

т р т хадимлириниң тутқун қилинғанлиқи тоғрисида хәвәр тарқалғандин кейин, ғәрбий тиракйа түрк аз санлиқлар мәслиһәт кеңиши башлиқи вә гүмүлҗинә муптиси бираһим шәриф болуп бир нәччә җамаәт әрбаби т р т хадимлири туруватқан меһманханиға берип улардин һал-әһвал сориди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر