русийә билән ийорданийә йадро електир истансиси имканийәт тәкшүрүш келишими имзалиди

русийә дөләтлик йадро енергийә оргини росатом шерикчиликидики русатом оверсийз ширкити билән ийорданийә йадро енергийә комитети йадро електир истансиси келишими имзалиди.

979767
русийә билән ийорданийә йадро електир истансиси имканийәт тәкшүрүш келишими имзалиди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә дөләтлик йадро енергийә оргини росатом шерикчиликидики русатом оверсийз ширкити билән ийорданийә йадро енергийә комитети арисида, ийорданийәдә рус технологийәлиридин пайдилинип төвән иқтидарлиқ бир йадро електир истансиси қуруп чиқиш имканийәтлирини тәкшүрүш лайиһәси келишими имзаланғанлиқи уқтурулди.

ийорданийә йадро енергийә комитети байанат елан қилип, имзаланған келишимниң тәрәпләргә мушундақ бир истансини қуруп чиқиш имканийәтлирини бирликтә тәкшүрүш пурсити йаритип беридиғанлиқини қәйт қилди.

байанатта йәнә, төвән иқтидарлиқ йадро електир истансиси қурулуши лайиһәсиниң, енергийә базириниң тәләплири нуқтисидин әң мувапиқ болғанлиқи үчүн, ийорданийәниң диққитини бу лайиһәгә мәркәзләштүридиғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر