меркел хитайда зийарәттә болмақта

германийә баш министири ангела меркел тунҗи қетим 2005 – йили германийә баш министири болғандин таки бүгүнгә қәдәр хитайға җәмий 11 қетим зийарәткә барди.

979184
меркел хитайда зийарәттә болмақта

 

 

түркийә авази радийоси хәвири: германийә баш министири ангела меркел билән хитай дөләт рәиси ши җинпиң икки дөләт оттуриисдики сода мунасивәтлиридә һәмкарлиқ орнитиш сигнали бәрди.

«Deutsche Welle» қанилиниң түркчә хәвәридә, меркилниң хитай зийарити җәрйанида бейҗиңда хитай дөләт рәиси ши билән көрүшкәнлики билдүрүлди.

учришишта сода мунасивәтлириниң еғир салмақни игилигәнлики, меркел билән шиниң икки дөләт оттурисидики шунчә көп пикир охшимаслиқлириға қаримастин, һәмкарлиқни тәкитләшкәнлики қәйт қилинди.

меркел елан қилған байанатида, хитай базириниң германийә ширкәтлири үчүн техиму көп ечилиши, һәр икки дөләт карханичилириниң һәм германйә, һәм хитайда тәң баравәр муамилә көрүши үчүн икки дөләт мунасивәтлириниң тәрәққий қилдурулушиға муһим рол ойнайдиғанлиқлирини ейтти. 

меркел германийә билән хитай оттуриисда 9ийулда берлиндә өткүзүлиши пиланланған һөкүмәтләр ара учришишлар үстидиму тохтилип, икки дөләт оттурисида толиму узун хизмәт ишләш мәзгилиниң күтүп туриватқанлиқини ейтти.

хитай дөләт рәиси шиму германийә билән болған өзара мунасивәтләрниң илгири көрүлүп бақмиған дәриҗидә чоңқурлашқанлиқини ейтти.

меркел тунҗи қетим 2005йили германийә баш министири болғандин таки бүгүнгә қәдәр хитайға җәмий 11 қетим зийарәткә барди.

меркелниң арқидин германийә пирезиденти фиранк ситенмеерниңму мушу йил ичидә хитайда зийарәттә болидиғанлиқи мөлчәрләнмәктә.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر