йавропа иттипақи исраилийәни қараридин ваз кечишкә чақирди

йавропа иттипақи, исраилийәни хәлқара кишилик һоқуқни күзитиш тәшкилатиниң пәләстин вә исраилийә ишлири мәсули өмәр шакирға алақидар қараридин ваз кечишкә чақирди.

976482
йавропа иттипақи исраилийәни қараридин ваз кечишкә чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи, исраилийәни хәлқара кишилик һоқуқни күзитиш тәшкилатиниң пәләстин вә исраилийә ишлири мәсули өмәр шакирниң хизмәт иҗазәтнамисини әмәлдин қалдуруп, икки һәптә ичидә дөләт тәвәликидин чиқип кетиши тоғрисидики қараридин ваз кечишкә чақирди.

йавропа иттипақиниң ташқи мунасивәтләр башқармиси тәрипидин елан қилинған байанатта, кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң пәләстин вә исраилийә ишлири ишханисиниң мәсулиға дөләт тәвәликидин чиқип кетиш үчүн 14 күн мөһләт берилгәнлики хатиритилгән һалда, қарардин ваз кечиш тәләп қилинди.

тәшкилатниң пәләстин вә исраилийә ишлири мәсули шакирниң хизмәт иҗазити исраилийә ички ишлар министирлиқи тәрипидин бикар қилинип, икки һәптә ичидә исраилийә тәвәликидин чиқип кетиши тәләп қилинғаниди.

исраилийә, америка қошма иштатлири пуқраси ирақлиқ өмәр шакирниң «исраилийәгә қарши паалийәтләр билән шуғулланғанлиқи» ни илгири сүрүп, униң хизмәт иҗазәтнамисиниң бикар қилинғанлиқини билдүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر