каталонийәниң сабиқ пирезидентини тутуш тәлипи рәт қилинди

германийә шләсвик һоштайин иштатлиқ алий сот мәһкимиси каталонийә аптоном райониниң сабиқ пирезиденти пуигдемонтниң тутулушини тәләп қилған иштатлиқ тәптиш мәһкимисиниң тәлипини рәт қилди.

976686
каталонийәниң сабиқ пирезидентини тутуш тәлипи рәт қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: шләсвик һоштайин иштатлиқ тәптиш мәһкимиси каталонийәниң сабиқ пирезиденти пуигдемонтни тутуш тәлипиниң рәт қилинғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди. байанатта, тәптиш мәһкимисиниң испанийә органлири әвәткән йеңи мәлуматлар вә испанийә хәвпсизлик тармақлириға қаритилған зораванлиқларни көрситидиған видеоларға асасән 9-май (чаршәнбә) пуигдемонтниң тутулушини тәләп қилғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, пуигдемонт тәрәпдарлириниң  наһайити ашурувәткәнлики, шуңа пуигдемонтниң бу сәвәбтин "исйан чиқириш" җинайити билән тутулуп, қайтурулуши мумкинлики әскәртилгән байанатта, германийә җинайи ишлар қануниға асасән пуигдемонтниң пәқәт хийанәт қилишла әмәс, бәлки "хатирҗәмликни бузуш" җинайити биләнму сотқа тартилиши мумкинлики вә қечип кетиш еһтималиниң барлиқи қәйт қилинди.

шләсвик һоштайин иштатлиқ алий сот мәһкимисиниң қарарида, дәва җәрйаниниң мәвҗут әһвалиға асасән пуигдемонтниң қечиш еһтималиниң ашмиғанлиқи сәвәб қилнип, иштатлиқ тәптиш мәһкимиси тәлипниң рәт қилинғанлиқи билдүрүлди.

5-апрел чиқирилған қарарниң күчкә игә болидиғанлиқи әскәртилгән сот қарарида, пуигдемонтниң испанийәгә қайтуруп берилидиғанлиқи йаки берилмәйдиғанлиқи қарариниң чиқиш вақтиниң ениқ әмәслики, тәптиш мәһкимисиниң буни тәкшүрүш үчүн тәләп сунмиғанлиқи билдүрүлди.

сотниң қарариға асасән, пуигдемонтниң әркин йүрүши давам қилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر