парагвайму тел авивдики әлчиханисини қуддусқа йөткиди

парагвай америка вә гиватемаладин кейин тел авивдики әлчиханисини қуддусқа йөткигән үчинчи дөләт болди.

975610
парагвайму тел авивдики әлчиханисини қуддусқа йөткиди

түркийә авази радийоси хәвири: америка вә гиватемаладин кейин җәнубий америка дөлити парагвайму, тел авивдики әлчиханисини қуддусқа йөткиди.

парагвайниң қуддус әлчиханиси ечилиш мурасимидин кейин хизмәткә кириштүрүлди.

ечилиш мурасимиға парагвай пирезиденти һоракийо картес вә исраилийә баш министири бунйамин нетанйаһудин сирт бәзи исраилийә миниситирлириму қатнашти.

парагвай америка вә гиватемаладин кейин тел авивдики әлчиханисини қуддусқа йөткигән үчинчи дөләт болди.

америкиниң қуддус әлчиханиси 14-майда пирезидент доналд трампниң кийоғли вә мәслиһәтчиси җаред кушнер билән қизи иванка трампму иштирак қилған мурасимда ечилғаниди.

муһасирә астида туруватқан ғәззәдә америка әлчиханиси ечилған күндә, һәм америка әлчиханисиниң қуддусқа йөткилиши һәмдә исралийәнң қурулуш йили болған нәкба (бүйүк палакәт)ни хатирләш үчүн өткүзүлгән намайишларда исраилийә әскәрлири намайишчиларға оқ чиқирип 60тин артуқ адәмниң җениға замин болғандин сирт 3000дин артуқ адәмни йариландурғаниди.

оттура америка дөлити гиватемала болса 16-майда тел авивдики әлчиханисини қуддусқа йөткиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر