трампниң«бинормал хуйи» зор ғулғула пәйда қилди

америка пирезиденти доналд трамп билән фирансийә пирезиденти макрон көрүшкәндә қилған «бинормал»иши зорғулғула пәйда қилди.

958257
трампниң«бинормал хуйи» зор ғулғула пәйда қилди

түркийә авази радийоси хәвири: америка пирезиденти доналд трамп дунйа рәһбәрлири билән көрүшкән вақитта болупму мухбирларниң алдида «бинормал һәрикәт қилиш хуйи»ни ташлайдиғандәк әмәс.

фирансийә пирезиденти еммануел макронниң мүрисини қоли билән қаққан трамп «кичик кепәкни еливәттим»деди.

трамп америкини зийарәт қилишқа кәлгән пирезидент макрон билән мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзүватқанда, туйуқсиз сөзини тохтитип көрсәткүч бармиқи билән макронниң чапини көрсәтти.

трамп дәл бу әснада мундақ деди: «икки дөләт мунасивәтлири толиму йахши кетиватиду, бу йалған хәвәр әмәс, һәммә иш оңушлуқ боливатиду, лекин шу кепәктин башқа.»

арқидин қоли билән кепәкни еливәткән трамп: шу кепәкни еливетәй, чүнки һәммә ишни җайида елип меңишимиз керәк, деди.

бу сөзләрни күлүп туруп аңлиған макронға трамп йәнә мундақ деди: « әмди техиму қалтис вә мукәммәл болдиңиз.»

трамп билән макронниң ақ сарайниң бағчисида қол тутушуп чүшкән рәсимлири иҗтимаий таратқуларда мәсхирә темиси болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر