бейҗиң, тәйвәндики мустәқиллиқ тәрәпдарлирини агаһландурди

бейҗиң, тәйвән мустәқиллиқ йолида қәдәм ташлиса, алдини елиш үчүн қошумчә чариләрни көридиғанлиқини билдүрди.

958488
бейҗиң, тәйвәндики мустәқиллиқ тәрәпдарлирини агаһландурди

түркийә авази радийоси хәвири: хитай дөләт ишлири мәһкимиси тәйвән ишлири ишханиси байанатчиси ма шийав гуаң бейҗиңда мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзүп, тәйвәндики мустәқиллиқ тәрәпдари һәрқандақ һәрикәтниң тосуп қалғудәк қудрәткә игә икәнликлирини әскәртти.

ма шийавгуаң, аралдики мустәқиллиқ тәрәпдарлири өзлири билгән йолдин маңған тәқдирдә, бейҗиң һөкүмитиниң земин пүтүнлүкини вә игилик һоқуқини қоғдайдиғанлиқини шундақла аралниң хитай чоң қуруқлуқидин айриветилишигә рухсәт қилмайдиғанлиқини ейтти.

байанатчи ма шийавгуаң, хитай хәлқ азадлиқ армийәсиниң маневирлириниң бу җәһәттә «наһайити рошән сигнал» бәргәнлики билдүрүп, «тәйвән мустәқиллиқ күчлири өзи билгиничә иш қилса, қошумчә қәдәмләрни ташлаймиз» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.

хитай деңиз армийәси өткән һәптә тәйвән боғузида раст оқларни ишлитип маневир өткүзгән, маневирниң тәйвән мустәқиллиқини илгири сүргүчиләрни нишан қилидиғанлиқи билдүрүлгәниди.

хитайда 1949 – йили мавзедоңниң һакимийәт бешиға келиши билән бәзи һөкүмәт әзалири тәйвәнгә қечип берип, мустәқиллиқ елан қилған вә милләтчи хитай, дәп атилидиған тәйвәнни қурғаниди. бейҗиң һөкүмити, «бир хитай» пиринсипини йақлап, хәлқара җәмийәттә хитайға пәқәт өзиниңла вәкиллик қилидиғанлиқини илгири сүрмәктә вә мустәқиллиқ елан қилған тәқдирдә, тәйвәнгә һәрбий күч ишлитип мудахилә қилиш мумкинчилики барлиқини әскәртип кәлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر