судан америка билән дийалог өткүзүшкә тәййар икәнликини билдүрди

судан америка қошма иштатлири билән дийалог өткүзүшкә һәр даим тәййар икәнликини билдүрди.

957742
судан америка билән дийалог өткүзүшкә тәййар икәнликини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: судан мудапиә министири әввад бин әвф, америка билән дийалог өткүзүшкә тәййар икәнликлирини билдүрүп, икки дөләтниң өзара һөрмәтни тайанч қилидиған мунасивәтләрни гүлләндүрүши лазимлиқини тәкитлигән һалда, «ортақ мәнпәәтләрни қоғдаш асасида хәлқара тинчлиқ вә бихәтәрлик мәнпәәтлирини чөридәп һәмкарлиқ орнитишимиз керәк. судан иқтисадий ембарголар бикар қилинғандин буйан, америка билән достанә мунасивәт орнитиш үчүн дийалог өткүзүшкә һәрдаим тәййардур» деди.

америкиниң хартумда турушлуқ һәрбий әмәлдари подполковник адам косдишни ишханисида қобул қилған әвф, учришишта, америка билән судан мунасивәтлири тоғрисида тохтилип, судан дөлитиниң америка һөкүмити билән дийалог өткүзүшниң иккинчи басқучини башлитишқа вә мунасивәтләрни гүлләндүрүшкә тәййар икәнликини ейтти.

америка, 2017 – йилиниң өктәбир ейида, 20 йилдин буйан суданға йүргүзүп келиватқан иқтисадий ембаргони 16 ай давамлашқан сөһбәттин кейин әмәлдин қалдурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر