террорлуқ тәшкилати түркийәгә атқан башқурулидиған бомбилар америкида ишләнгән

бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/п й д – й п г түркийәгә атқан башқурулидиған бомбилар америка қошма иштатлирида ишләнгәнлики ениқлап чқилди.

935454
террорлуқ тәшкилати түркийәгә атқан башқурулидиған бомбилар америкида ишләнгән

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә армийәси қозғиған «зәйтун шехи» һәрбий һәрикити ахирлишиш алдида туруватқан бир пәйттә, бу һәрбий һәрикәт җәрйанида чегра сиртидин түркийәгә етилған ракетамийотлар кәлтүрүп чиқарған өлүм вәқәлирини тәкшүрүватқан килис баш тәптиш мәһкимиси, түркийәниң «п к к/п й д ниң америкида ишләнгән қорал – йарағларни ишләткәнлики» гә алақидар қаришиниң тоғрилиқини испатлап беридиған дәлилләрни қолға чүшүрди. шәһәрдә нурғун кишиниң җениға замен болған вә йарилинишини кәлтүрүп чиқарған һуҗумлардин кейин дәлил – испатларниң һәммисини йиғқан килис баш тәптиш мәһкимиси, террорчилар тәрипидин түркийәгә чегра сиртидин етилған қорал – йарағларниң америкида ишләнгәнликини ениқлап чиқти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر