бир йәһудий пәләстин давасини аңлитиш үчүн 4800 келометир йолни пийадә йүрмәктә

бенҗамин ладра исимлиқ бир йәһудий исраилийәгә наразилиқ билдүрүп, пәләстин давасини дунйаға аңлитиш үчүн 4800 келометир йолни пийадә йүрмәктә.

934014
бир йәһудий пәләстин давасини аңлитиш үчүн 4800 келометир йолни пийадә йүрмәктә

 

 

түркийә авази радийоси хәвири: теги йәһудий өзи шиветсийәлик кишилик һоқуқ паалийәтчиси бенҗамин ладра исраилийәниң пәләстингә қиливатқан зулумлириға наразилиқ билдүрүш үчүн шиветсийәдин пәләстингә пийадә меңиш паалийитини башлап, 7 ай йол йүргәндин кейин истанбулға йетип кәлди.

ладра шиветсийәниң гүтборг шәһиридин 2017йили 15 авғуст күни йолға чиққан болуп, германийә, австерийә, силовенийә, кродийә вә геритсийәләрдин өткәндин кейин түркйәгә йетип кәлди.

ладра йол бойичә барғанла дөләтләрниң һәммисидә пәләстин давасини аңлатти. бәзи дөләтләрдә өткүзүлгән пирограммиларға қатнашти. иҗтимаий таратқу һесаблири арқилиқ өз сәпири һәққидә мәлуматларни әгәшкүчилири билән ортақлашти.

ладра истанбулниң силиври наһийәсигә йетип кәлгәндин кейин бәргән байанатида, бу қейин сәпәргә өз ихтийарлиқи билән атланғанлиқини, пәләстин давасиға дунйаниң диққитини тартиш үчүн шиветсийәдин йол йүрүшни башлиғанлиқини вә 7 айда истанбулға йетип кәлгәнликини ейтти.

қизил кирист җәмийитидики вәзиписидин истепа берип, бу давани аңлитиш үчүн 4800 келометир йол йүрүшкә көкрәк киргәнликини билдүргән ладра, «қейин бир сәпәр иди. бихәтәрлик мәслилири көрүлүп турди. истанбулға йүрүштә икки пәләстинлик достум һәмраһ болди. йенимда пәләстин байриқи бар. бәзиләр қизиқип сорайду. давани аңлатқан вақтимда бәзидә йахши, бәзидә йаман инкасларға учрапму турдум» деди.

ладра әмдиликтә истанбулдин әнқәрәгә қарап йүридиғанлиқини, андин шималий қибрис түрк җумһурийитигә өтүп, у йәрдин парахот арқилиқ исраилийәниң хайфа портиға йетип беришни нишанлиғанлиқини билдүрди.

ладра шиветсийәдин башлиған сәпирини сақ бир йилда тамамлашни халайдиғанлиқини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر