тиллерсон вәзиписидин елип ташланди

америка пирезиденти доналд трамп ташқи ишлар министири рекс тиллерсонни вәзиписидин елип ташлиди.

928973
тиллерсон вәзиписидин елип ташланди

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министири рекс тиллерсонниң орниға, мәркизий ахбарат идариси (CIA) ниң башлиқи помпийо вәзипигә тәйинләнди. помпийониң орниға болса, җина хаспел қойулди. җина хаспел мәркизий ахбарат идарисиниң башлиқи болған тунҗи айал киши болуп қалди.

пирезидент доналд трамп тиллерсонниң вәзиписидин елинғанлиқини твиттер арқилиқ уқтурди. у тиллерсонни вәзиписидин қалдуруш қараридин кейин байанат елан қилип, мундақ деди:

«тиллерсонни вәзиписидин қалдуруш қарарини өз алдимға чиқардим. тиллерсон билән, иран қатарлиқ нурғун мәсилиләрдә пикирлиримиз бир йәрдин чиқмиди, тиллерсон билән чүшәнчилиримиз охшаш әмәс иди. помпийоға толуқ ишинимән, дәсләптин тартипла помпийо билән йахши чиқиштуқ, мәркизий ахбарат идарисиниң тунҗи айал башлиқиниң мувәппәқийәтлик болидиғанлиқиға ишинимән.»

пирезидент доналд трамп билән ташқи ишлар министири рекс тиллерсон арисида америка ташқи сийаситидики барлиқ муһим мәсилиләрдә дегүдәк оттуриға чиққан пикир охшимаслиқиниң, «йахшилаш наһайити тәс» болған һалға өзгиришкә башлиғанлиқи қәйт қилнивататти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر