америка ташқи ишлар министири африқида зийарәттә болиду

америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири рекс тиллерсон африқида дөләт ишлири зийаритидә болиду.

921369
америка ташқи ишлар министири африқида зийарәттә болиду

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министирлиқиниң билдүрүшичә, тиллерсон 6 – 13 – март күнлири чад, җибути, епийопийә, кенийә вә нигерийә қатарлиқ дөләтләрдә зийарәттә болидикән.

министирлиқниң байанатида, тиллерсонниң зийарити җәрйанида  һәр бир дөләтниң рәһбирий кадирлири билән көрүшидиғанлиқи тәкитлинип мундақ дейилди: «тиллерсон мәркизи әддис – ебейбәдики африқа әллири иттипақи комитетиниң рәһбирий кадирлири билән көрүшиду. учришишта, африқидики һөкүмәтләр вә хәлқләр ара мунасивәтләрни йәниму тәрәққий қилдуруш тоғрулуқ музакирә елип берилиду. шуниң билән бир вақитта, иттипақдашлиримиз билән бирликтә терроризмға қарши  күрәш, тинчлиқ вә муқимлиқ орнитиш, йахши рәһбәрлик, өзара сода вә мәбләғ селишни йәниму йүксәк сәвийәгә йәткүзүш қатарлиқ мәсилиләр үстидә сөһбәт өткүзүлиду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر