америкиниң истратегийәлик хаталиқи

йазғучи адам макконелниң «америкиниң истратегийәлик хаталиқи» мавзулуқ түркийә - америка мунасивитигә алақидар анализини һозуруңларға сунимиз...

921663
америкиниң истратегийәлик хаталиқи

 

америкиниң истратегийәлик хаталиқи

 

адам макконел

 

икки һәптә илгири америкилиқ әмәлдарлардин тәшкил тапқан кичик бир һәйәт түрк сийасәтчиләр билән көрүшүш үчүн әнқәрәгә кәлди. тәрәпләр диққитини наһайити қизғинлиқ билән йиғинларға мәркәзләшкән болсиму, һасил болған бирдинбир конкрет үнүм, алдимиздики (мушу-т) ай ичидә башлиниши қарар қилинған икки тәрәп оттурисидики алақилишиш қийинчилиқини йәңгиллитиш мәқсәтлик биваситә дийалог өткүзүш механизминиң шәкилләндүрүлүши болғандәк қилиду.

бу йеганә үнүмниң сиртидики башқа мәсилиләр йеқинқи төт йилдин буйан қандақ давамлишип кәлгән болса, йәнә шу һаләттә давамлишидиғандәк туриду. түрк әмәлдарлар, америка қошма иштатлириниң п й д / п к к билән һәмкарлиқини давамлаштурушини һәр күни дегүдәк әйибләп кәлмәктә, америкилиқ әмәлдарлар болса, буниңға түркийәгә охшашла арқа – арқидин өз дөләт органлири тәрипидинму «террорчи» дәп категорийәләштүрүлгән  бир тәшкилат билән болған мунасивитини пәрқлиқ қилип көрситишкә, бурмилашқа йаки йумилақ җаваблар арқилиқ темини өзгәртишкә тиришмақта.

йәнә бир қисим америкилиқ әмәлдарлар, һәтта америка мәркизий ахбарат идариси – CİA, п й д ниң п к к ниң бир қанити икәнликидин ибарәт һәқиққәтни аллиқачан етирап қилишти. бирақ, америкилиқ байанатчилар йаки башқа бәзи әмәлдарлар, түрк әмәлдарлар америка қошма иштатлириниң п й д / п к к иттипақини әйиблигинидә, һәйран қалғандәк һәтта аччиқланғандәк қийапәткә киривалмақта. бир тәрәптә, түрк хәлқиниң америкиға болған ғәзипи өрләватқан, түркийәниң америкиниң нийитигә ишәнмәслики барғанчә чоңқурлишиватқан болса, йәнә бир тәрәптә америкиниң қиливатқан бирдинбир иши «аччиқланған» вә «зерикип кәткән» ликни ипадиләйдиған интонатсийәләрни ишләпчиқириштинла ибарәт болмақта؛ башқа еһтималлиқларға орун қалдурмиғудәк дәриҗидә өзиниң хата йетәкләнгән сийасәтлири сәвәб болуватқан ақивәтләр үчүн түрк медийасини йаки «әрзимәс киши» ләрни әйиблимәктә.

 

п й д / п к к түркийәниң земин пүтүнликигә хәвп шәкилләндүриду

 

америка қошма иштатлириниң п й д / п к к билән һәмкарлиқ орнитиш, арқидин хизмәт алақиси вә һәрбий мунасивәт орнитиш қарари, 2014 – йилиниң ахирлириға созулиду. бу қарар, даешниң түркийә чеграсиға йеқин шималий сурийә райони болған роҗаваға қилған һуҗуми җәрйанида чиқирилди؛ түркийә һөкүмити, ирақ корд районлуқ һөкүмитиниң қораллиқ күчлириниң роҗаваға кириши үчүн, түркийә земинлирини бесип өтүшигиму рухсәт қилди.

обама һөкүмити әмәлдарлири чүшинәлмигән нуқта, п й д / п к к билән мунасивәт орнитишниң түркийә – америка иттипақиниң ул ташлиридин бириниң астини колаш һесаблинидиғанлиқи иди. мәсилигә реал нуқтидин қарилидиған болса, 30 нәччә йашлардики көзини романчилиқтин алалмайватқан бири (бен родес) пирезидент обаманиң ташқи сийасәттики баш мәслиһәтчиси болса, ақивәт мана мушундақ болатти.

бу иттипақниң әң муһим ул теши болса, түркийәниң – бәзи сийасәтшунасларниң тәбири бойичә – бир «чегра һалқиған мувазинәт орнатқучи»  ға болған әнәниви еһтийаҗидур. 19 – әсирниң ахирлиридин тартип дәсләптә османли, арқидин түркийә җумһурийитиниң әмәлдарлириниң түп әндишиси, османли йаки түрк игилик һоқуқиға йетидиған биваситә тәһдитләргә қарши тосма шәкилләндүргән болса, йәнә бир тәрәптин өзигә хәвп елип кәлмәйдиған бир пәвқуладдә күч иттипақдаш тепиш иди.

түркийә наһайәт иккинчи дунйа уруши әснасида (көңүлдики) иттипақдаш - америка қошма иштатлирини тапти. америкилиқ әмәлдарлар болса, советләргә ишәнгили болмайдиғанлиқиға вә улар билән узун давамлишидиған сийасий күрәшниң йеқинлишип қалғанлиқиға қарар қилған 1946 – йилиғичә түркийә билән иттипақдашлиқ орнитишқа қайил болмиди. совет сотсийалистик җумһурийәтләр иттипақи билән чеградаш болған түркийә, америка қошма иштатлири үчүн бир «алдинқи сәп иттипақдиши» болатти؛ бу җәрйанда америка түркийәниң уруш һалитидики армийәсини һимайә қилип заманивилаштуратти. соғуқ уруш мәзгилидә түркийә көп санда америка әскири вә әмәлдари турған болсиму, совет сотсийалистик җумһурийәтләр иттипақи тәшкил қиливатқан техиму еғир хәвп вә америка қошма иштатлири билән арисидики өзара мәнпәәтләрниң наһайити муһим болуши түркийәниң әндишисини тәскин тапқузди.

бу һаләт соғуқ урушниң ахирлишишидин кейинму өзгәрмиди. русийә қисқа мәзгил аҗизлитилған болсиму, алдинқи үч әсир наһайити рошән шәкилдә көрситип бәргинидәк, түрк һөкүмранлиқиға қарши узун мәзгиллик тәһдит болушни давамлаштуратти. америка қошма иштатлири райондики тоқунушларға ичкириләп арилашқансери түркийәдики орунлири вә һәрбий имканийәтлири интайин муһим амил болушни давамлаштурди.

 

2014 – йили бир бурулуш нуқтиси иди

 

бирақ, 2014 – йилиниң ахиридин тартип әһвал өзгәрди. болупму москваниң (обама һөкүмитиниң һәрикәтсизлики сәвәбидин) уруш вәйран қилип ташлиған сүрийәдә бәрпа қилған мәвҗудийитигә нәзәр селинидиған болса, русийә тәһдитиниң давамлишиватқанлиқиға қил сиғмайду. әмма, обама һөкүмитиниң америка қошма иштатлирини п й д / п к к билән иттипақ түзүш йолиға башлап кириши, түп мәвҗутлуқ сәвәбини түркийәниң земин пүтүнликигә хәвп йәткүзүшкә бағлаватқан бир күч билән иттипақ түзүш дегәнлик болатти. йәни, обама һөкүмити түркийәниң игилик һоқуқиға хәвп елип келиватқан бир күчни қоллаш йолини таллиди.

мәсилигә түркийә туруватқан нуқтидин қарилидиған болса, америка қошма иштатлириниң п й д / п к к билән орнатқан иттипақдашлиқи, вашингтон билән истратегийәлик мунасивәтни давамлаштуруш сәвәбиниму аҗизлаштуриду, чүнки, америка қошма иштатлириниң өзиму нөвәттә истратегийәлик бир хәвпкә айлиниш йолини таллиди. америкиниң қандақ қилип бундақ бир ғәпләткә петип қалғанлиқи тоғрисида мулаһизә йүргүзүшни тарихчиларға һавалә қилип, биз һазирчә мундақ бир мөлчәрни оттуриға қойуп бақайли: америка қошма иштатлирини давамлаштуруватқан йолидин ағдурувәткән асаслиқ амиллар, сийасәтләрниң мәлуматтин йоқсул, хата учурларға тайанған, йирақни көрәрликтин халий һаләттә шәкилләндүрүлүши вә америка қошма иштатлириниң райондики өз иттипақдашлири (баш һәрпи түркийә) ға ишиниш җәһәттә намайан қилған истәксизликтин ибарәттур.

 

гүлән, түркийәниң игилик һоқуқиғиму бир хәвп

 

әпсуски, америка қошма иштатлириниң йирақни көрәрликтин йирақ иттипақдашлиқ таллашлири пәқәт п к к мәсилиси биләнла чәклинип қалмайду. 2013 – йили декабир ейидин кейин түркийә ички сийаситигә нормал вә битәрәп нәзәр билән қарайдиған кишиләр, фәтһуллаһ гүлән қатлиминиң түркийә демократийәсигә нисбәтән хәвп икәнликини тонуп йәтти. 2016 – йили ийул ейидики мәғлубийәт билән ахирлашқан һәрбий – сийасий өзгириш қозғашқа урунуш һәрикити - гүләнниң чомақчилириниң түркийә армийәсиниң муәййән қисимлиридин һәрбий – сийасий өзгиришкә қозғашқа урунуш һәрикитидә пайдилиниши билән – әслидинла мәвҗут болған тәһдит амилиға зораванлиқ вә җинайи қилмиш илавә қилған болди. башқичә қилип ейтқанда, гүлән тәшкилати, түрк хәлқи вә түркийәниң демократик йоллар билән сайланған сийасий рәһбәрлик аппаратиға қарши зораванлиқни өз ичигә алған биваситә тәһдит икәнликини намайан қилип бәрди.

барлиқ кишиләрниң билгинидәк, гүлән 1999 – йилидин буйан америка қошма иштатлирида йашимақта. буму америкиниң түркийәниң игилик һоқуқиға хәвп йәткүзүватқан п й д / п к к билән һәмкарлиқ орнитишқа илавә қилип, униңға қарши йәнә бир тәһдит амили (гүлән) ни бағриға бесиши дегәнлик болиду. мушундақ бир һәқиқәтниң мәвҗутлуқиға қаримай, америка қошма иштатлири гүләнни түркийәгә қайтуруп бериш үчүн һечбир конкрет қәдәм ташлиғини йоқ.

бу мәсилиниң логика нуқтисидин муһакимә қилишқа болидиған йәнә бир тәрипиму бар. әгәр америка қошма иштатлири, түркийәниң игилик һоқуқиға хәвп йәткүзүватқан бир күч билән һәмкарлиқ орнитип, йәнә биригә саһибханлиқ қиливатқан болса, у һалда түркийәдики һәрбий мәвҗудийигиму еһтимал даирисидики хәвп, дәп қаралмасму? мән, буниң бундақ әмәсликини дейишни халайттим, бирақ, мән сайлам районлири, сайлиғучиларниң һайат- мамати вә байашатлиқиға мәсул бир түрк сийасәтчи әмәсмән. һәм мәмурий һәм һәрбий қанаттики түрк әмәлдарларға нисбәтән йеқинқи бәш йиллиқ вәқәләр, америка қошма иштатлириниң дөләт тәвәликидики һәрбий мәвҗутлуқиға қандақ қарайдиғанлиқи мәсилисини наһайити еғир шәкилдә қалаймиқанлаштурувәтти.

әң йеңи вәқәләр вә келәчәккә даир сенарийәләр, инсанни – бир ан болсиму түрк әмәлдарларниң нуқтисидин қарилидиған болса – әқлий җәһәттин түркийәдики америка әскәрлириниң түркийәниң игилик һоқуқиға хәвп пәйда қиливатқанлиқи қанаитигә елип бариду. буму буниңдин илгирики 70 йил бойичә күчкә игә болған әһвалниң, йәни америка қошма иштатлири күчлириниң түркийә игилик һоқуқиниң капаләтчиси, дәп қарилидиған сенарийәниң нөвәттә негизидин өзгәргәнлики дегәнлик болиду. инсан мушундақ хуласигә кәлгәндә вә өзини мушундақ хуласә чиқиришқа елип барған вәқә вә логикини чоңқур чүшинип йәткинидә, түрк сийасәтчиләрниң (вә хәлқиниң) немишқа америка қошма иштатлиридин барғанчә күчлүк гуманлинишқа шундақла йеқинқи чағлардики америка һәрикәтлиригә қәтий вә ғәзәп ичидә наразилиқ билдүрүшкә башлиғанлиқини чүшинишкә толуқ тәййар һаләткә келиду.

 

өзгәргән истратегийәлик қараш

 

әгәр п й д / п к к вә фәтһуллаһ гүлән тәрәпдарлири тәңла түркийәниң игилик һоқуқиға хәвп шәкилләндүрүватқан болса, у һалда америка қошма иштатлири, түркийә буниңдин 75 йил илгири тапқан «чегра сиртидики мувазинәт сақлиғучи» әмәс дегәнлик болиду. буниң орниға америка қошма иштатлири 19 – әсирдә әнглийә вә фирансийәниң һамийлиқида туруватқан, шундақла русийә үч әсирдин буйан ичидин орун елип келиватқан «биваситә тәһдит» категорийәсигә қәдәм ташлиғандәк қилиду. бу актийорлар (у чағларда) османлидин земин бөлүвелиш һәләкчиликидә иди.

америка қошма иштатлири түркийә җумһурийитиниң бәзи җайлирини бөлүвелишқа урунуватқан қораллиқ бир гуруппини қоллаватқан, түркийәниң дөләт органлирида зораванлиқ йоли билән нопуз тикләшкә урунған диний бир тәшкилатни бағриға бесип йетиватқан болса, америкилиқ әмәлдар  түркләрниң нәзиридә 19 – әсирниң әнглийәси, фирансийәси вә русийәсидин пәрқсиз нуқтиға  келип қалғанлиқини тонуп йетиши лазим. шуниң үчүн, түрк сийасәтчиләр, пуқралириниң демократик йоллар билән сайланған вәкиллири болуш сүпити билән, йа башқа бир «чегра һалқиған мувазинәт сақлиғучи» издәйду йаки мәсилини өзлири һәл қилиш үчүн тутуш қилиду.

буниң бир үлгиси, түркийә дөлитиниң заманиви қорал еһтийаҗини өз күчигә тайинип қамдаш үчүн йеқинқи он йилдин буйан алаһидә күч сәрп қилишидур. техи өткән техиму өткән һәптә ичидила түркийә армийәси инсансиз қуруқлуқ қатнаш аппаратлириниң п й д / п к к ни африндин сүпүрүп ташлаш һәрикитидә ишлитиш алдида туруватқанлиқини уқтурди.

19 – әсирдин буйан османли дөлити вә түркийә пәқәт қорал җәһәттинла әмәс, әскәрлирини мәшиқ қилдуруш җәһәттиму еғир салмақта чәт күчләргә беқинди болуп кәлгәниди. бирақ, йеқиндин буйанқи һәрикәтләрдә йәни һәм фират қалқини һәрикити һәм зәйтун шехи һәрбий һәрикитидә қораллиқ учқучисиз һава аппаратлириға охшаш асасән дегүдәк түркләр йасап чиққан илғар қоралларни ишләтти. техиму муһими, бу һәрикәтләр наһайити пухта пиланлинип иҗра қилинған һуҗум характерлик һәрикәтләр болғанлиқи үчүн, наһайити үнүмлүк болуш биләнла чәклинип қалмай, интайин аз санда пуқраниң өлүмигә сәвәб болди. йәни, түркийәниң һәрбий һәрикәт пиланлиғучилири вә офитсерлири партизанлиқ һәтта шәһәр уруши мәсилисидә америка һазирғичә намайан қилалмиған қабилийәтлирини намайан қилди. йәнә келип, уруш ахирлашқандин кейин, түркийәлик йардәм бәргүчи хадимлар йәрлик хәлқниң турмуш вә җәмийитини қайтидин тәртипкә селиш хизмәтлирини дәрһал башлап кетиду. омумлаштуруп ейтқанда, түркләрниң чәтниң қорал, технологийә вә тактикилириға болған беқиндилиқи сүрәт билән төвәнлимәктә.

бу йәрдә тәкитлимәкчи болғиним шуки, һәм һазирқи һәм бурунқи америка қошма иштатлири рәһбәрлик аппарати бу йолни таллап, түркийә пуқралири вә һәрбий әмәлдарлирини бу йөнилиштә һәрикәт қилишқа иттирди. америкилиқ әмәлдарлар түркийә пуқралири вә сийасәтчилирини америка қошма иштатлириниң һелиһәм ишәнчлик бир иттипақдаш вә түрк игилик һоқуқиға биваситә тәһдит әмәсликигә қайил қилишни халайдиған болса, пәрқлиқ қарарларни чиқириши, пәрқлиқ йолларни тутуши лазим.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر