б д т баш катипи, тәрәпләрни б д т ниң сүрийә қарарини дәрһал иҗра қилишқа чақирди

б д т баш катипи антонио гутеррес, б д т хәвпсизлик кеңишиниң қарариға асасән, сүрийәдики тоқунушуватқан тәрәпләрни инсаний уруш тохтитишни дәрһал иҗра қилишқа чақирди.

917669
б д т баш катипи, тәрәпләрни б д т ниң сүрийә қарарини дәрһал иҗра қилишқа чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: б д т баш катипи байанат ишлири ишханиси байанат елан қилип, гутерресниң б д т хәвпсизлик кеңишиниң сүрийә миқйасида кәм дегәндә 30 күн инсаний уруш тохтитишни тәләп қилған қарариға йуқири баһа бәргәнликини билдүрди.

баш катип антонио гутеррес, сүрийәгә инсаний йардәм йәткүзүш вә әһвали еғир кесәл вә йаридарларни тарқақлаштуруш үчүн, б д т  хәвпсизлик кеңишиниң инсаний уруш тохтитиш қарарини «дәрһал иҗра қилиш» қа чақирди.

барлиқ тәрәпләрни хәлқара қанунларға риайә қилишқа шундақла пуқраларни вә пуқрави үстқурулмиларни қоғдашқа чақирған гутеррес, терроризмға қарши күрәш қилғанда бу мәсулийәтләрни нәзәрдин сақит қилмаслиқ керәкликини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر