бинйамин нетанйаһуниң беши дәрттә

исираилийә баш министири бинйамин нетанйаһу мәслиһәтчилири арқилиқ сот мәһкимисиниң хадимиға баш тәптишлик орнини тәклип қилған.

914917
бинйамин нетанйаһуниң беши дәрттә

түркийә авази радийоси хәвири: исираилийә баш министири бинйамин нетанйаһу һәққидә йәнә бир йеңи дело турғузулди.

игилинишичә, баш министир бинйамин нетанйаһу мәслиһәтчилири арқилиқ сот мәһкимисиниң бир мәсулиға, айали үстидики тәкшүрүшниң үстини йепишниң бәдилигә баш тәптишлик орнини тәклип қилғанлиқи сәвәблик йеңи дело турғузулған.

исираилийә таратқулиридики сақчи даирилириниң байанатлири нәқил қилинған хәвәрләрдә билдүрүлишичә, 1230-номурлуқ хийанәтчилик делосида, бинйамин нетанйаһуниң сабиқ ахбарат мәслиһәтчилиридин нир һефетиз билән әли қамир «бир дөләт хизмәтчисигә муәййән йөнүлүштә һәрикәт қилиши бәдилигә баш тәптишликкә өстүрүш» ни тәклип қилған.

бинйамин нетанйаһуниң сабиқ мәслиһәтчилири районлуқ сот мәһкимисиниң башлиқи һила гертелға айали сара нетанйаһу үстидики «сахта талон тәййарлаш вә дөләт мал-мүлкидин қалаймиқан пайдилиниш» җинайити билән әйиблинип давамлишиватқан тәкшүрүшләрни тохтитишниң бәдилигә, баш тәптишлик һоқуқини тәклип қилған.

сабиқ мәслиһәтчиләр болған нир һефетиз билән әли қамир «бәзәқ медйа ширкитиниң нетанйаһуға пайдилиқ пирограмма тарқитишниң бәдилигә, малийә җәһәттин алаһидә имтийазларға еришиш» қа мунасивәтлик 4000-номурлуқ дело даирисидә қолға елинған. сақчи даирилири 1230-номурлуқ делони 4000-номурлуқ делода қолға чүшүргән дәлилләргә тайинип турғузған.

исираилийә таратқулиридики хәвәрләрдә, районлуқ сот мәһкимисиниң башлиқи һила гертелниң тәклипни рәт қилғанлиқи вә әһвални хәвпсизлик тармақлириға мәлум қилғанлиқи әскәртилди.

исираилийә баш министирлиқ ишханиси елан қилған бу һәқтики байанатта, сабиқ мәслиһәтчиләр нир һефетиз билән әли қамирниң «бу күлкилик тәклип» ни баш министирға йаки баш министирниң айалиға билдүрмигәнлики, баш министир бинйамин нетанйаһу билән айалиниң сабиқ мәслиһәтчиләрдин сотчиға һоқуқ өстүрүшни тәклип қилишни тәләп қилмиғанлиқи билдүрүлди.

бинйамин нетанйаһу хийанәтчилик делолири сәвәбидин йәттә қетим сақчиға чақирилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر