кабулдики бир алий меһманхана қораллиқ һуҗумға учриди

афғанистанниң пайтәхти кабулдики бир алий меһманхана қораллиқ һуҗумға учриди.

893305
кабулдики бир алий меһманхана қораллиқ һуҗумға учриди

түркийә авази радийоси хәвири: афғанистанлиқ әмәлдарлар, 12 саәттин узун давамлашқан тоқунушниң барлиқ һуҗумчиларниң өлтүрүлүши билән ахирлашқанлиқини уқтурди.

меһманханиға ашхана арқилиқ киргән һуҗумчилар хәвпсизлик күчлири билән тоқунушти؛ меһманханиниң биринчи қәвитидә башланған тоқунуштин кейин, һуҗумчилар йуқиридики қәвәтләргә қарап қачти؛ афғанистан алаһидә һәрикәт қисимлири һуҗумчиларни меһманханида қолға чүшүрүш үчүн һәрикәткә өтти. бу җәрйанда һуҗумчилар бәзи йатақларға от қойуп бәрди, меһманханидики херидарларни гөрүгә еливалди.

таң етишқа йеқин ахирлашқан һәрбий һәрикәт җәрйанида, 3 һуҗумчиниң өлтүрүлгәнлики, бири чәт әллик болуп җәмий 5 пуқраниң һайатидин айрилғанлиқи билдүрүлди.

һазирчә һечқандақ тәрәп һуҗумниң җавабкарлиқини үстигә алмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر