иран сүрийә мәсилисидә америкини агаһландурди

иран америкиниң сүрийәдики әскәрлирини чекиндүрүши һәққидә алаһидә агаһландуруш елан қилди.

889464
иран сүрийә мәсилисидә америкини агаһландурди

түркийә авази радийоси хәвири: иран ташқи ишлар министирлиқи америкиниң 30 миң кишилик аталмиш чегра қисимлири қуруп чиқиш һәрикитигә наразилиқ билдүрди.

иран ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси бәһрам қасими америкниң бу қарариниң сүрийәниң ички ишлириға учуқ - ашкара арилишивалғанлиқ болидиғанлиқини вә сүрийәдики киризисни техиму чоңқурлаштуриветидиғанлиқини ейтти.  америкиниң бу һәрикитиниң сүрийәдики мәсилиләрни техиму чегиш һалға кәлтүрүп қойидиғанлиқи һәққидә агаһландүрүшта болди.

елан қилинған байанатта, «түркийә, иран вә русийә қазақистанниң пайтәхти астанәдики учришишлири арқилиқ сүрийәдә тоқунуштин халий район қуруп чиқип, киризисни контируллуққа елишқа тиришиватиду. бу җәһәттә муһим үнүмләрни қолға кәлтүрүштиму утуққа еришти. америка райондики вәйран қилғуч сийасәтлирини қайтидин көздин кәчүрүп, гәрчә кечикип қалған болсиму, әң қисқа муддәт ичидә сүрийәдики қисимлирини чекиндүрүш арқилиқ сүрийә хәлқиниң кәлгүсини өзлириниң бәлгилишиниң йолини ечиши лазим» дейилди.

байанатта йәнә, «америкиниң бу қарариниң сүрийәдә террорлуққа қарши күрәштә муһим үнүмләр қолға кәлтүрүлгәндин кейин мақулланғанлиқи адәмни толиму ойға салиду» дейилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر