бу нөвәт қатар билән сәуди әрәбистан арисида шаһмат киризси келип чиқти

қатар байриқиниң хәлқара шаһмат мусабиқисидә чиқирилишиға йол қойулмаслиқиға наразилиқ билдүргән қатар даирилири хәлқара шаһмат мусабиқисигә маһир әвәтмәйдиғанлиқлирини билдүрди.

875108
бу нөвәт қатар билән сәуди әрәбистан арисида шаһмат киризси келип чиқти

түркийә авази радийоси хәвири: қатар сәуди әрәбистанниң пайтәхти рийадта 26-декабирдин 30-декабирғичә өткүзүлидиған хәлқара шаһмат мусабиқисиға маһир әвәтмәйду.

қатар шаһмат федратсийәси тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, мусабиқигә қатар дөләт командиси маһирлириниң қатнашмайдиғанлиқи, буниң сәвәбиниң «мусабиқини тәшкиллигән комитетиниң қатар маһирлириниң мусабиқә әснасида қатар байриқини чиқармаслиқ шәртини қойуш»болғанлиқи әскәртилди.

бу шәртниң қатарлиқ маһирларға һөрмәтсизлик вә хәлқара қанунларға зит икәнлики қәйт қилинған байанатта, бу мәсилиниң қанун даирисидә бир тәрәп қилинидиғанлиқи тәкитләнди.

қатар шаһмат федратсийәси башлиқи муһәммәд әл-мудиһақи қатар хәвәр агентлиқиниң зийаритини қобул қилип, шаһмат комитетиниң шәртиниң охшимиған саһәләрдә өткүзүлидиған мусабиқиләргә мунасивәтлик хәлқара қаидиләргиму зит икәнликини ейтти.

мудиһақи қатарға ембарго қойған дөләтләрниң түрлүк чариләрни ишлитип қатар тәнтәрбийәсигә зийан селишқа һәтта йоқ қилиш урунуп келиватқанлиқлирини билдүрди.

сәуди әрәбистан, әрәб бирләшмә хәлипилики, бәһрәйн вә мисир һөкүмәтлириниң бу йил 5-ийунда қатар билән болған барлиқ дипломатик мунасивәтләрни үзүп ташлиши нәтиҗисидә парс қолтуқи киризиси келип чиққаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر