«шималий корейәниң америкиға һуҗум қилалайдиғанлиқиға ишәнмәймән»

америка мудапиә министири җейкис маттис шималий корейәниң америкиға һуҗум қилалайдиған күчи йоқлиқини билдүрди.

869926
«шималий корейәниң америкиға һуҗум қилалайдиғанлиқиға ишәнмәймән»

түркийә авази радийоси хәвири: америка мудапиә министири җейкис маттис шималий корейәниң америкиға һуҗум қилалайдиғанлиқиға ишәнмәйдиғанлиқини ейтти.

мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзгән маттис мундақ деди: «шималий корейә һазирғичә америкиға рәсмий тәһдит пәйда қилалайдиған бирму ишни қилалиғини йоқ.»

министир маттис сөзини давамлаштуруп мундақ деди: «шималий корейәниң қолидики балистик башқурулидиған бомбилар билән америкиға һуҗум қилалайдиғанлиқиға ишәнмәймән.»

пийоңйаң һөкүмити бу йил 28-нойабирда йадро бомбиси синақ қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر