ички ишлар министири иранда

ички ишлар министири сулайман сойлуниң иран зийарити башлиди.

864781
ички ишлар министири иранда

түркийә авази радийоси хәвири:  сойлу вә униң һәмраһлиқидики һәйәт миһрабад айродурумида иран муавин ички ишлар министири һүсәйин һулфиқари, дөләт хәвпсизлик ишлири оргининиң башлиқи мәнсур исавәнд вә түркийәниң теһран баш әлчиси риза һақан тәкин тәрипидин қарши елинди.

мәлуматларға қариғанда, сойлуниң иран ички ишлар министири абдурриза рахмани фазли қатарлиқ рәһбәрләр билән елип баридиған учришишлирида, чегра мудапиәси мәсилисидә һәмкарлиқни йәниму күчәйтиш, терроризм вә әткәсчиликкә қарши  күрәш қатарлиқ мәсилиләр музакирә қилинидикән.

игилинишичә, зийаритидә ички ишлар министириға қораллиқ қисим баш қомандани генерал ариф чәтин билән җамаәт хәвпсизлики баш идарисиниң башлиқи сәлами алтиноқ қатарлиқлар һәмраһ болмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر