үч тәрәп йиғинида сүрийәниң земин пүтүнлүки тәкитләнди

русийәниң сочи шәһиридә ечилған сүрийәниң келәчикигә мунасивәтлик һәл қилғуч әһмийәткә игә үч тәрәп йиғини ахирлашти.

853278
үч тәрәп йиғинида сүрийәниң земин пүтүнлүки тәкитләнди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған билән иран пирезиденти һасан руһани, русийә пирезиденти владимир путинниң саһибханлиқида алтә йилдин бери давамлишиватқан ички урушниң пәнҗисиидә изиливатқан сүрийәниң келәчикини музакирәләшти.

үч рәһбәрниң айрим көрүшүшидин кейин өткүзүлгән ортақ ахбарат елан қилиш биринчи болуп сөз қилған русийә пирезиденти владимир путин, сүрийә мәмликәтлик дийалог конгрәсини өткүзүш үчүн пикир бирлики һасил қилғанлиқлирини билдүрди. у: «сүрийәликләр өз тәқдиригә өзлири қарар бериши керәк. сүрийәни иқтисадий вә иҗтимаий җәһәттин қайта қуруп чиқиш үчүн өзара пикир алмаштурдуқ» деди.

у йиғинниң сүрийәниң земин пүтүнлүкини күчәйтидиған нәтиҗиләргә вәсилә болидиғанлиқини әскәртип, түркийә-иран һәмкарлиқи билән, астана мусаписиниң сүрийәниң парчилинишини тосуп, мәсилини сийасий һәл қилиш басқучиға өтүшини капаләткә игә қилғанлиқини ейтти.

путиндин кейин, иран пирезиденти һасан руһани сөз қилди. у: «үч дөләтниң сүрийәниң земин пүтүнлүки, мустәқиллиқи вә бирлики мәсилисидә охшаш пикиргә игә икәнликидин, сүрийәдә тинчлиқ вә муқимлиқни әмәлгә ашуруш үчүн зич һәмкарлиқ орнитилғанлиқидин мәмнунлуқ һес қилимиз» деди.

һасан руһани сүрийә мәмликәтлик дийалог конгрәсигә сүрийәдики барлиқ тәрәпләрниң қатнишиши керәкликини тәкитлиди вә мундақ деди:

«бу конгрә сүрийәдә йеңи асасий қанунниң түзүлүшигә асас болиду.»

у келәчәктә сүрийәдә бихәтәр вә әркин сайламниң өткүзүлгәнликигә гуваһчи болушни үмид қилидиғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған түркийәниң қизил сизиқлирини қайта тәкитлиди. у террорлуқ тәшкилати п к к вә гумаштиси п й д үстидә тохталди. у сийасий йолға хизмәт қилиду дейиливатқан мунбәрдә сүрийәни парчилашқа урунған бир тәшкилат бар болған әһвалда, түркийәниң у мунбәрдә болмайдиғанлиқини билдүрди. җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған мундақ деди:

«террорлуқ тәшкилатлириниң мусапиниң сиртиға чиқирилиши, алдинқи шәртлиримиздур.»

у сүрийәдә уруш тохтитиш вә тоқунушни азайтидиған районлар мәсилисидә, астана мусаписидә бесилған қәдәмләрниң пайдилиқ нәтиҗиләрни кәлтүргәнликини әскәртти. у узун муддәтлик һәл қилиш чариси үчүн җәнвә мусаписидин бешарәт бәрди.

у сочи йиғинида бесилған қәдәмләрниң мувәппәқийитиниң, сүрийәдики бәшшар әсәд һакимийити вә башқа актийорларға бағлиқ икәнликини тәкитлиди. у үч дөләтниң рәһбәрлири болуш сүпитидә, сүрийәниң миллий вә земин пүтүнлүкини қоғдаш мәсилисидә пикир бирлики һасил қилғанлиқлирини қайта тәкитлиди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған йәнә, түркийәниң миллий бихәтәрликини қәстлигән террорлуқ тәшкилатлири билән бир үстәлдә олтурмайдиғанлиқлирини тәкрарлиди вә һечкимниң буниң тәтүрисини тәләп қилиш һоқуқиниң йоқлуқини билдүрди. у: «сүрийәниң земин пүтүнлүкини қоғдаймиз десәк, қоли қанға бойалған қара гуруһни қанунлуқ актийор сүпитидә қобул қилалмаймиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر