шималий корейә чеградики әскәрлирини алмаштурмақта

шималий корейәниң чеградики һәрбий қисимға мәсул қомандан вә пишқәдәм әскәрләрни җазаға тартилиш еһтималий барлиқин билдүрүлди.

853720
шималий корейә чеградики әскәрлирини алмаштурмақта

түркийә авази радийоси хәвири: шималий корейә бир әскириниң җәнубий корейәгә қичип кетиши вә бу җәрйанда сәпдашлири тәрипидин оққа тутулишидин кейин, чеградики әскәрлирини алмаштурушқа башлиди.

җәнубий корейәниң дөләтлик хәвәр агентлиқи йонһапниң истихбарат идариси мәсулини мәнбә қилған хәвиридә, шималий корейәлик бир әскәрниң алдинқи һәптә җәнубий корейәгә қечиш җәрйанида сәпдашлири тәрипидин оққа тутулуп йаридар болуш вәқәсидин кейин, чеградики әскәрләрниң алмаштурулғанлиқи билдүрүлди. 

истихбарат идариси мәсули байанатида, шималий корейәниң җәнубий корейә чеграсида вәзипә өтәватқан әскәрләрниң һәммини алмаштурғанлиқиға даир мулумат тапшуруп алғанлиқини билдүрди. чеградики һәрбий қисимға мәсул қомандан вә пишқәдәм әскәрләрниң болса җазаға тартилиш еһтималий барлиқини ейтти.

 

 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر