сәуди әрәбистан шаһзадилириниң қийин - қистаққа елинғанлиқи илгири сүрүлмәктә

тутқун қилинған шаһзидиләргә алақидар бәзи тәпсилатлар әнглийәдә чиқидиған «İngiliz Daily Mail» гезитидә ашкариланди.

853705
сәуди әрәбистан шаһзадилириниң қийин - қистаққа елинғанлиқи илгири сүрүлмәктә

түркийә авази радийоси хәвири: сәуди әрәбистанда чириклик билән әйиблинип назарәткә елинған шаһзидиләрниң америкиниң хусусий бихәтәрлик ширкәтлиридики йалланма әскәрләр тәрипидин қийин - қистаққа елинғанлиқи илгири сүрүлди

әнглийәдә чиқидиған «İngiliz Daily Mail»  гезитиниң хәвиридә, америкиниң хусусий бихәтәрлик ширкәтлиридә хизмәт қилидиған йалланма әскәрләрниң назарәттики шаһзадиләрни сорақ қилғанлиқи, уруп, путидин есип қойғанлиқи, кәмситип, тәстәк уруп, һақарәт қилғанлиқи билдүрүлди

хәвәрдә бу шаһзадиләр ичидә түркийәниң бодрум шәһиридики тәтил җәрйанида пүтүн бир хәзини хираҗәт қилғандәк пул хәҗлигәнлики билән тунулған шаһзадә тәлалниңму барлиқи уқтурулди.

«İngiliz Daily Mail»  гезитигә байанат бәргән вә исмини ашкарилашни халимайдиған бир мәнбә, пайтәхт рийадтики алий дәриҗилик бир меһманханида назарәттә тутуп туруливатқан барлиқ мәһбусларни чәт әллик әскәрләрниң сақлаватқанлиқини ейтти.

у мундақ деди:

«сәуди әрәбистан тәхт вариси муһәмммәд бин сәлман назазәткә елинғанларға сәуди бихәтәрлик хадимлириниң қаришини халимайду. меһманханиниң сиртида сәуди әрәбистан алаһидә қисим хадимлири бар. ичидә чәт әлниң хусусий бихәтәрлик ширкәтлири хадимлири бар. улар әбудабидин келип,  һәммә нәрсини котироллуқи астиға алди. муһим бир иш болғанда сәлман өзи келип интайин йумшақ соалларни сорайду. у йатақтин чиққандин кейин йалланма әскәрләр ичкиригә кирип, назарәттикиләргә һақарәт йағдуриду, уларни тәстәкләйду, есип қойиду, қийин – қистаққа алиду»

тәхминән 3 һәптә илгири сәуди әрәбистанда тәхт вариси муһәммәд бин сәлманниң рийаәстчиликидә башланған чирикликә қарши һәрикәттә аз дегәндиму 11 шаһзадә, онлиған карханичи вә һөкүмәт әмәлдарлири тутқун қилинған иди.

 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر